< Зәбур 24 >
1 Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға мәнсүптур, җаһан вә униңға толған һәммә мәвҗудатлар; Униңға тәәллуқтур йәр йүзи вә униңда туриватқанларму;
2 Чүнки җаһанниң улини чоңқур деңизлар үстигә орунлаштуруп, Йәрни сулар үстигә орнатқан Удур.
3 Пәрвәрдигарниң теғиға ким чиқалайду? Униң муқәддәс җайиға ким кирип туралайду?
4 — Қоллири гунадин пакиз, дили сап, Қуруқ нәрсиләргә тәлмүрүп қаримиған, Ялған қәсәм қилмиған киши кирәләйду.
5 Бундақ киши болса Пәрвәрдигардин бәхитни, Өз ниҗатлиғи болғучи Худадин һәққанийлиқни тапшурувалиду вә [уни] көтирип жүриду;
6 Бу дәвир Уни издигүчи дәвирдур, Йәни Сениң дидариңни издигүчиләр, и Яқупниң [Худаси]! (Селаһ)
7 И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар! [Кәң ечилиңлар]! И мәңгүлүк ишикләр, көтирилиңлар! Шуниң билән шан-шәрәп егиси Падиша кириду!
8 Шан-шәрәп егиси Падиша дегән ким? У Пәрвәрдигардур, у күчлүк вә қудрәтликтур! Пәрвәрдигар, җәң мәйданида қудрәтликтур!
9 И қовуқлар, бешиңларни көтириңлар! Кәң ечилиңлар! И мәңгүлүк ишикләр, бешиңларни көтириңлар! Шуниң билән шан-шәрәп егиси Падиша кириду!
10 Шан-шәрәп егиси Падиша дегән ким? Самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар болса, шан-шәрәп егиси Падишаһтур! (Селаһ)