< Зәбур 23 >
1 Давут язған күй: — Пәрвәрдигар мени баққучи Падичимдур, Муһтаҗ әмәсмән һеч нәрсигә;
2 У мени юмран чөпләрдә ятқузуп дәм алдурар; Тинич ақидиған суларни бойлитип бақиду;
3 У вуҗудумни йеңилайду; У һәққанийлиқ йолида Өз нами үчүн йетәкләйду;
4 Һәтта мән өлүм сайиси болған җилғидин өтсәмму, Һеч яманлиқтин қорқмаймән; Чүнки Сән мән билән биллидурсән; Сениң һасаң һәм тайиғиң маңа тәсәллидур.
5 Мени хар қилғучиларниң көз алдида маңа кәң дәстихан салисән; Мениң бешимни май билән мәсиһ қилисән; Қәдәһим ташиду;
6 Бәрһәқ, барлиқ күнлиримдә яхшилиқ вә өзгәрмәс шәпқәт маңа әгишип һәмраһ болиду; Мәңгүдин-мәңгүгә Пәрвәрдигарниң дәргаһида яшаймән!