< Зәбур 22 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Айҗәләт-хашшаһар» (таң сәһәрдә кәлгән мәдәт) дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған күй: — «Аһ Илаһим, Илаһим, немишкә мәндин ваз кәчтиң? Сән немишкә мени қутқузуштин шунчә жирақсән? Немишкә қаттиқ пәрядлиримдин шунчә жирақ турисән,
2 Худайим, күндүздә нида қилдим, лекин Сән һеч җавап қилмайсән; Кечидиму мән шундақ пәряд қилиштин арам алалмаймән.
3 Бирақ и Исраилниң мәдһийилирини өз маканиң қилғучи, Сән дегән пак-муқәддәстурсән!
4 Ата-бовилиримиз сени таянчи қилған, Улар саңа таянған, сән уларни қутқузған.
5 Улар Саңа нида қилишлири билән қутулған; Саңа тайиниш билән уларниң үмүти һеч йәрдә қалған әмәс.
6 Бирақ мән болсам адәм әмәс, бир қурутмән, Инсан тәрипидин [төһмәт билән] рәсвайиаләм қилинғанмән, Халайиқ тәрипидин кәмситилгәнмән.
7 Мени көргәнләрниң һәммиси мазақ қилип күлиду, Башлирини силкишип ағзилирини пүрүштүрүп:
8 «У Пәрвәрдигарға өзини тапшурған әмәсму?! Әнди Пәрвәрдигар уни қутқузсун! Пәрвәрдигар униңдин хурсән болса әгәр, Уни қутулдурсун!» — дейишиду.
9 Бирақ мени апамниң қосиғидин чиқарғучи өзүңдурсән; Һәтта әмчәктики вақтимдиму мени өзүңгә таяндурғансән;
10 Туғулғинимдин тартипла, мән өзүмни қойнуңға ташлиғанмән; Анамниң балиятқусидики вақтимдила, Сән мениң Тәңрим болуп кәлгәнсән.
11 Мәндин жирақлашма; Чүнки риязәт мени қистап кәлди; Маңа ярдәмдә болғучи йоқтур.
12 Нурғун буқилар мени қоршивалди; Башанниң күчлүк буқилири мени оривалди;
13 Улар адәмни титма қилғучи һөкирәватқан ширдәк, Ағзилирни чоң ечип маңа тикилип туриду.
14 Мән төкүлгән судәк болдум, Һәммә сүйәклирим изидин чиқип кәтти; Жүригим момдәк ерип кәтти, Ич-бағримда зәиплишип ерип кәтти.
15 Қағҗирап кәткән сапал парчисидәк мағдурум қалмиди, Тилим таңлийимға чаплишип кәтти, Сән [Пәрвәрдигар] мени өлүмниң топа-чаңлириға қойғансән.
16 Ғалҗир иштлар маңа олашти, Бир топ рәзилләр мени қистап келип, Мениң қолум вә путумни санҗип тәшти.
17 Сүйәклиримниң һәммисини саналаймән, [Устиханлирим] маңа тикилип қарап турғандәк қилиду.
18 Улар кийимлиримни өз арисида үләштүрүватиду, Көңлигимгә еришиш үчүн чәк ташлишиватиду.
19 Бирақ, и Пәрвәрдигар, мәндин жирақлашма! И Күч-Қудритим болғучим, ярдәмгә тез кәлгәйсән!
20 Җенимни қиличтин қутқузғин, Мениң ялғуз җенимни иштниң чаңгилидин қутулдурғин.
21 Мени ширниң ағзидин қутқузғин; Шундақ, Сән илтиҗалиримни иҗабәт қилип явайи калиларниң мүңгүзлиридин қутқузғансән!
22 Мән Сениң намиңни қериндашлиримға елан қилимән; Чоң җамаәт ичидә туруп Саңа болған мәдһийилиримни җакалаймән;
23 Пәрвәрдигардин әймәнгүчиләр, Уни мәдһийиләңлар! Яқупниң барлиқ нәсиллири, Униңға шан-шәрәп кәлтүрүңлар! Исраилниң пүтүн әвлатлири, Униңдин әйминиңлар.
24 Чүнки У езилгүчиниң әшу харлинишлирини нәзиридин сақит қилған әмәс, Яки Униңдин һеч йиргәнгән әмәс; Униңдин Өз висалини һеч йошурған әмәс; Бәлки У илтиҗа қилип авазини көтәргинидә, Униңға қулақ селип аңлиған.
25 Чоң җамаәт ичидә маңа оқулған мәдһийиләр Өзүңдиндур, Худадин әймәнгүчиләрниң алдида ичкән қәсәмлиримни ишқа ашуримән;
26 Аҗиз мөминләр қосиғи тойғичә тамақлиниду; Пәрвәрдигарни издигәнләр Уни мәдһийәләйду; Силәрниң қәлбиңлар мәңгү яшнайду!
27 Зиминниң әң четидикиләрму бу ишни қәлбидә тутуп, товва қилип Пәрвәрдигарниң алдиға келиду; Әл-милләтләрниң барлиқ җәмәтлири алдиңда ибадәт қилиду;
28 Чүнки падишалиқ Пәрвәрдигарғила тәвәдур; У әл-милләтләр арисида һөкүм сүргүчидур.
29 Җаһандики байларму Униң алдидин йәп-ичип, ибадәт қилиду; Тупраққа кирәй дәп қалғанларму, һәтта өз җенини сақлалмайдиғанларму Униңға сәҗдә қилиду;
30 Кәлгүсидики бир әвлат Униң хизмитидә болиду; Бу әвлат Рәб үчүн Өз пәрзәнтлири һесаплиниду.
31 Кейин улар келип, шу чағда туғулидиған бир қовмға Униң һәққанийлиғини җакалап шуни елан қилидуки, «У буни әмәлгә ашурди!»