< Зәбур 21 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Падиша қудритиңдин шатлиниду, и Пәрвәрдигар; Ғәлибә-ниҗатлиғиңдин у нәқәдәр хурсән болиду!
2 Сән униң көңүл тилигини униңға ата қилдиң, Ләвлириниң тәливини рәт қилған әмәссән. (Селаһ)
3 Чүнки Сән есил бәрикәтләр билән уни қарши алдиң; Униң бешиға сап алтун таҗ кийдүрдүң.
4 У Сәндин өмүр тилисә, Сән униңға бәрдиң, Йәни узун күнләрни, таки әбәдил-әбәткичә бәрдиң.
5 У Сениң бәргән ғәлибә-ниҗатлиғиңдин зор шәрәп қучти; Сән униңға иззәт-һәйвәт һәм шану-шәвкәт қондурдуң.
6 Сән униң өзини мәңгүлүк бәрикәтләр қилдиң; Дидариңниң шатлиғи билән уни зор хурсән қилдиң;
7 Чүнки падиша Пәрвәрдигарға тайиниду; Һәммидин Алий Болғучиниң өзгәрмәс муһәббити билән у һеч тәврәнмәйду.
8 Сениң қолуң барлиқ дүшмәнлириңни тепип, ашкарә қилиду; Оң қолуң Саңа өчмәнлик қилғанларни тепип ашкарә қилиду;
9 Сениң дидариң көрүнгән күндә, уларни ялқунлуқ хумданға салғандәк көйдүрисән; Пәрвәрдигар дәрғәзәп билән уларни жутуветиду; От уларни көйдүрүп түгитиду.
10 Уларниң тухумини җаһандин, Нәсиллирини кишилик дуниядин қуритисән;
11 Чүнки улар Саңа яманлиқ қилишқа урунди; Улар рәзил бир нәйрәңни ойлап чиққини билән, Амма ғәлибә қилалмиди.
12 Чүнки Сән уларни кәйнигә бурулушқа мәҗбур қилдиң; Сән уларниң йүзигә қарап оқяйиңни чәнләйсән.
13 И Пәрвәрдигар, Өз күчүң билән улуқлуғуңни намайән қилғайсән; Шуниң билән биз нахша ейтип қудритиңни мәдһийиләймиз.