< Зәбур 20 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Күлпәтлик күндә Пәрвәрдигар саңа иҗабәт қилғай! Яқупниң Худасиниң нами сени егиздә аман сақлиғай!
2 У Өз муқәддәс җайидин саңа мәдәт әвәткәй, Зиондин саңа күч-қувәт бәргәй;
3 Барлиқ «ашлиқ һәдийә»лириңни яд қилғай, Көйдүрмә қурбанлиғиңни қобул қилғай! (Селаһ)
4 Көңлүңдики тәшналиқларни саңа ата қилғай, Көңлүңгә пүккән барлиқ арзулириңни әмәлгә ашурғай.
5 Бизләр ғәлибәңни тәбрикләп тәнтәнә қилимиз, Худайимизниң намида туғлиримизни тикләймиз; Пәрвәрдигар барлиқ тәләплириңни әмәлгә ашурғай!
6 Һазир билдимки, Пәрвәрдигар Өзи мәсиһ қилғинини қутқузиду; Муқәддәс әршлиридин униңға қудрәтлик қутқузғучи қолини узартип җавап бериду.
7 Бәзиләр җәң һарвулириға, Бәзиләр атларға [тайиниду]; Бирақ биз болсақ Пәрвәрдигар Худайимизниң намини яд етимиз;
8 Улар тизи пүклинип жиқилди; Бирақ биз болсақ, қәддимизни руслап тик туримиз.
9 И Пәрвәрдигар, падишаға ғәлибә бәргәйсән; Нида қилғинимизда бизгә иҗабәт қилғайсән!