< Зәбур 2 >
1 Әлләр немишкә чуқан салиду? Немә үчүн хәлиқләр бекардин-бекар сүйқәст ойлайду?
2 Дуниядики падишалар сәпкә тизилип, Әмәлдарлар қара нийәт әйлишип, Пәрвәрдигар вә Униң Мәсиһи билән қаршилишип: —
3 «Уларниң чәклимилирини чөрүветәйли, Уларниң асарәтлирини бузуп ташлайли!» — дейишиду.
4 Асманда олтарғучи күлиду, Рәб уларни мазақ қилиду;
5 Һәм аччиғида уларға сөзләп, Қәһри билән уларни вәһимигә селип: —
6 «Өзүм болсам Зионда, йәни муқәддәс теғимда, Өзүм мәсиһ қилған падишани тиклидим».
7 «Мән [әрштики] пәрманни җакалаймәнки, Пәрвәрдигар маңа: — «Сән Мениң оғлум; Өзүм сени бүгүнки күндә туғулдурдум;
8 Мәндин сора, Мән саңа мирас болушқа әлләрни, Тәәллуғуң болушқа йәр йүзини чәт-чәтлиригичә беримән;
9 Сән төмүр таяқ билән уларни битчит қиливетисән; Сапал чинини кукум-талқан қилғандәк, сән уларни парә-парә қиливетисән» — деди».
10 Әнди, һәй падишалар, әқилдар болуңлар! Җаһандики сорақчилар савақ елиңлар;
11 Пәрвәрдигардин қорқуш билән униң хизмитидә болуңлар; Титрәк ичидә хошаллиниңлар!
12 Оғулниң ғәзивиниң қозғалмаслиғи үчүн, Уни сөйүңлар; Чүнки униң ғәзиви сәлла қайниса, Йолуңлардила һалак болисиләр; Униңға таянғанлар нәқәдәр бәхитликтур!