< Зәбур 19 >
1 Давут язған күй: — Әршләр Тәңриниң улуқлуғини җакалайду, Асман гүмбизи Униң қоли ясиғанлирини намайән қилиду;
2 Уларниң сөзлири күн-күнләр дәриядәк еқиватиду; Кечә-кечиләп улар билимни аян қиливатиду.
3 Тилсиз һәм авазсиз болсиму, уларниң садаси [аләмгә] аңланмақта.
4 Уларниң өлчәм таниси йәр йүзидә тартилмақта; Уларниң сөзлири аләмниң четигичә йәтмәктә. Уларниң ичидә [Худа] қуяш үчүн чедир тиккән,
5 [Қуяш] һуҗрисидин тойға чиққан жигиттәк чиқиду, Бәйгигә чүшидиған палвандәк шатлиниду;
6 Асманларниң бир четидин өрләйду, Җаһанниң у четигичә чөргиләйду, Униң һараритидин һеч қандақ мәхлуқат йошуруналмайду.
7 Пәрвәрдигарниң тәврат-қануни мукәммәлдур, У инсан вуҗудини йеңилайду; Пәрвәрдигар бәргән һөкүм-гувалар муқим-ишәшлик, У наданларни дана қилиду.
8 Пәрвәрдигарниң көрсәтмилири дурус, У қәлбни шатландуриду; Пәрвәрдигарниң пәрманлири йоруқлуқтур, У көзләрни нурландуриду.
9 Пәрвәрдигардин әйминиш пак иштур, у мәңгү давамлишиду; Пәрвәрдигарниң һөкүмлири һәқтур, Һәр бири тамамән һәққанийәттур.
10 Улар алтундин, бәрһәқ көп сап алтундин қиммәтликтур; Һәсәлдин, һәсәл җәвһиридин шериндур;
11 Улар билән қулуң ойғитилиду; Инсан уларға риайә қилишта чиң турса чоң мукапат бардур.
12 Ким өз хаталиқлирини билип йетәлисун? Мени билип-билмәй қилған гуналиримдин сақит қилғайсән;
13 Өз қул-чакариңни башбаштақ гуналардин тартқайсән; Бу гуналарни маңа ғоҗайин қилдурмиғайсән; Шуниң билән мән қусурсиз болимән, Еғир гунадин халий болғаймән.
14 И Пәрвәрдигар, мениң Қорам Тешим вә Һәмҗәмәт-Ниҗаткарим, Ағзимдики сөзләр, қәлбимдики ойлинишлар нәзириңдә мәқбул болғай!