< Зәбур 18 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Пәрвәрдигарниң қули Давут язған күй; Пәрвәрдигар уни барлиқ дүшмәнлиридин һәм Саул падишаниң қолидин қутқузған күни, у Пәрвәрдигарға муну күйниң сөзлирини ейтти: — Аһ, Пәрвәрдигарим, мениң күч-қудритим, Мән сени сөйимән!
2 Пәрвәрдигар мениң хада теғим, мениң қорғиним, мениң ниҗаткаримдур! Мениң Тәңрим, мениң қорам тешим, мән Униңдин һимайә тапимән; У мениң қалқиним, мениң қутқузғучи мүңгүзүм, мениң егиз мунаримдур!
3 Мәдһийиләргә лайиқ Пәрвәрдигарға нида қилимән, Шунда дүшмәнлиримдин қутқузулимән;
4 Өлүмниң асарәтлири мени қоршивалди, Ихлассизларниң ямрап кетиши мени қорқитивәтти;
5 Тәһтисараниң танилири мени чирмивалди, Өлүм сиртмақлири алдимға кәлди. (Sheol )
6 Қийналғинимда мән Пәрвәрдигарға нида қилдим, Худайимға пәряд көтәрдим; У ибадәтханисидин авазимни аңлиди, Мениң пәрядим Униң һозуриға кәлди, Униң қулиқиға кирди.
7 Шу чағ йәр-зимин тәврәп, силкинип кәтти, Тағларниң һуллири дәһшәтлик тәврәнди, силкинип кәтти; Чүнки У ғәзәпләнди.
8 Униң димиғидин ис өрләп туратти, Ағзидин чиққан от һәммисини жутувәтти; Униңдин көмүр чоғлири чиқти;
9 У асманларни тазим қилдуруп чүшти, Пути асти тум қараңғулуқ еди.
10 Бир керубни минип пәрваз қилди, Шамалниң қанатлирида ғуюлдап учуп кәлди.
11 У қараңғулуқни өзиниң йошурунидиған җайи қилди, Суларниң қараңғусини, Асманларниң қоюқ булутлирини, Өз әтрапида чедири қилди.
12 Униң алдидики йоруқлуқтин, Қоюқ булутлар, мөлдүр, отлуқ чоғлар чиқип өтти;
13 Пәрвәрдигар асманда гүлдүрлиди; Һәммидин Алий Болғучи авазини яңратти, Мөлдүр вә отлуқ чоғлар билән.
14 Бәрһәқ, У оқлирини етип, [дүшмәнлиримни] тарқитивәтти; Чақмақларни чақтуруп, уларни қийқас-чуқанға салди;
15 Шуниң билән деңизларниң тәкти көрүнүп қалди, Аләмниң һуллири ашкариланди, Тәнбиһиң билән, Димиғиңдин чиққан нәпәсниң зәрбиси билән, и Пәрвәрдигар.
16 У жуқуридин қолини узитип, мени тутти; Мени улуқ сулардин тартип алди.
17 У мени күчлүк дүшминимдин, Һәм маңа өчмәнлик қилғучилардин қутқузди; Чүнки улар мәндин күчлүк еди.
18 Күлпәткә учриған күнүмдә, улар маңа қарши һуҗумға өтти; Бирақ Пәрвәрдигар мениң таянчим еди.
19 У мени кәңри-азатә бир җайға елип чиқарди; У мени қутқузди, чүнки У мәндин хурсән болди.
20 Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап маңа илтипат көрсәтти; Қолумниң һалаллиғини У маңа қайтурди;
21 Чүнки Пәрвәрдигарниң йоллирини тутуп кәлдим; Рәзиллик қилип Худайимдин айрилип кәтмидим;
22 Чүнки Униң барлиқ һөкүмлири алдимдидур; Мән Униң бәлгүлимилирини өзүмдин нери қилмидим;
23 Мән Униң билән ғубарсиз жүрдум, Өзүмни гунадин нери қилдим;
24 Шуниң үчүн Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап, Көз алдидики қолумниң һалаллиғиға қарап, қилғанлиримни қайтурди.
25 Вападар-меһриванларға Өзүңни вападар-меһриван көрситисән; Ғубарсизларға Өзүңни ғубарсиз көрситисән;
26 Сап диллиқларға Өзүңни сап диллиқ көрситисән; Тәтүрләргә Өзүңни тәтүр көрситисән;
27 Чүнки аҗиз мөмин хәлиқни қутқузғучи Өзүңдурсән; Бирақ тәкәббур көзләрни шәрмәндә қилисән;
28 Чириғимни җулалиқ қилған Сәндурсән; Пәрвәрдигар Худайим мени басқан қараңғулуқни нурландуриду;
29 Чүнки Сән арқилиқ [дүшмән] қошуни арисидин жүгүрүп өттүм; Сән Худайим арқилиқ мән сепилдин атлап өттүм.
30 Тәңрим — Униң йоли мукәммәлдур; Пәрвәрдигарниң сөзи синап испатланғандур; У Өзигә таянғанларниң һәммисигә қалқандур.
31 Чүнки Пәрвәрдигардин башқа йәнә ким илаһтур? Бизниң Худайимиздин башқа кимму қорам таштур?
32 Йәни белимни күч-қувәт билән ориғучи Тәңри, Йолумни түптүз, мукәммәл қилғучи Тәңридур;
33 У мениң путлиримни кейикниңкидәк [учқур] қилиду, Шуниң билән мени егиз җайлиримда турғузиду;
34 Қоллиримни уруш қилишқа үгитиду, Шуңлашқа биләклирим мис каманни керәләйду;
35 Сән маңа ниҗатлиғиң болған қалқанни ата қилдиң, Нениң оң қолуң мени йөлиди; Сениң мулайим кәмтәрлигиң мени улуқ қилди.
36 Сән қәдәмлирим астидики җайни кәң қилдиң, Мениң путлирим тейилип кәтмиди.
37 Мән дүшмәнлиримни қоғлап йәттим; Улар һалак болмиғичә һеч янмидим.
38 Қайтидин орнидин туралмас қилип уларни янҗивәттим, Улар путлирим астида жиқилди.
39 Сән җәң қилишқа күч билән белимни бағлидиң; Сән маңа һуҗум қилғанларни путум астида егилдүрдүң;
40 Дүшмәнлиримни көз алдимда арқисиға яндуруп қачқуздуң, Шуниң билән маңа өчмәнләрни йоқаттим.
41 Улар пәряд көтәрди, бирақ қутқузидиған һеч ким йоқ еди; Һәтта Пәрвәрдигарға нида қилди, Уму уларға җавап бәрмиди.
42 Мән уларға соққа берип, шамал учурған топидәк қиливәттим; Кочидики патқақтәк, уларни төкүвәттим.
43 Сән мени хәлиқниң низалиридин қутқузғансән; Сән мени әлләрниң беши қилғансән; Маңа ят болған бир хәлиқ хизмитимдә болмақта.
44 Сөзүмни аңлапла улар маңа итаәт қилиду; Ят әлдикиләр маңа бичариләрчә тәслим болиду;
45 Ят әлдикиләр чүшкүнлишип кетиду; Улар өз истиһкамлиридин титригән һалда чиқип келиду;
46 Пәрвәрдигар һаяттур! Мениң Қорам Тешим мубарәкләнсун! Ниҗатлиғим болған Худа [һәммидин] алийдур, дәп мәдһийиләнсун!
47 У, мән үчүн толуқ қисас алғучи Тәңри, Хәлиқләрни маңа бойсундурған [Худадур];
48 У мени дүшмәнлиримдин қутқузған; Бәрһәқ, Сән мени маңа һуҗум қилғанлардин жуқури көтәрдиң; Зораван адәмдин Сән мени қутулдурдуң.
49 Шуниң үчүн мән әлләр арисида Саңа рәхмәт ейтимән, и Пәрвәрдигар; Намиңни улуқлап күйләрни ейтимән;
50 [Пәрвәрдигар] Өзи тиклигән падишаға зор нусрәтләрни беғишлайду; Өзи мәсиһ қилғиниға, Йәни Давутқа һәм униң нәслигә мәңгүгә өзгәрмәс муһәббитини көрситиду.