< Зәбур 17 >
1 Давутниң дуаси: — Һәққаний тәләпни аңла, и Пәрвәрдигар, мениң нидайимға көңүл қойғин; Мениң дуайимға қулақ салғин, У ялғанчи ләвләрдин чиққан әмәс.
2 Һозуруңдин һөкүмүм чиқирилғай! Көзүң немә дурус екәнлигини пәриқ әткәй!
3 Сән мениң қәлбимни синиғансән, Сән кечидиму маңа йеқинлишип күзәттиң; Сән мени тавлап көзүңдин кәчүрдиңсән, Мениңдин һеч бир сәһвәнлик тапалмидиң; Көңлүмдә: Ағзим итаәтсизлик қилмисун! — дәп нийәт қилдим.
4 Адәм балилириниң һаяттики ишлирида, Ләвлириңдин чиққан сөзләр билән зораванларниң йоллиридин өзүмни нери қилдим.
5 Мениң қәдәмлирим йоллириңдин чиқмиған, Путлирим тейилип кәтмигән.
6 Мән Саңа илтиҗа қилдим, Чүнки тиләклиримни иҗабәт қилисән, и Тәңрим; Маңа қулақ салғин, Сөзлиримни аңлиғин.
7 И, Өзүңгә таянғанларни қарши чиққучилардин оң қолуң билән Қутқузғучи, Карамәтлириңни көрситип, өзгәрмәс муһәббитиңни аян қилғайсән!
8 Мени көз қаричуқуңдәк сақлиғайсән; Қанатлириң сайисидә мени йошурғайсән;
9 Мени булимақчи болған рәзил адәмләрдин, Мени қоршивалған әшәддий күшәндилиримдин йошурғин;
10 Уларниң бағрини май қаплап, қетип кәткән; Уларниң еғизлири тәкәббурларчә сөзләйду;
11 Улар йолимизни торивелип, Бизни йәргә урушқа көзини алайтип,
12 Олҗиға ач көзлүк билән тикилгән ширдәк, Йошурун җайларда марап жүридиған яш ширдәктур.
13 Орнуңдин турғайсән, и Пәрвәрдигар, Униң йолини тосуп, йәр билән йәксан қилғайсән, Җенимни рәзил адәмдин қутқузғин, қиличиң билән;
14 [Мени] Өз қолуң билән кишиләрдин, Йәни мошу дәвирдики кишиләрдин қутқузғин; Уларниң несивиси болса мошу дуниядиладур; Сән уларниң қарнини немәтлириң билән толдурисән; Уларниң көңли пәрзәнтлири билән қанди, Балилириға байлиқлирини қалдуриду.
15 Мән болсам, һәққанийлиқта йүзүңгә қариғучи болимән; Ойғанғинимда, Сениң дидариңдин сөйүнимән!