< Зәбур 16 >
1 Давут язған «Миқтам» күйи: Мени сақлиғин, и Тәңри, Чүнки мән Саңа тайинимән.
2 Мениң җеним Пәрвәрдигарға: «Сән мениң Рәббимдурсән; Сәндин башқа мениң бәхит-саадитим йоқтур» — деди.
3 Йәр йүзидики муқәддәс бәндилириң болса, Улар алийҗанаблардур, Улар мениң һәммә хошаллиғимдур.
4 Ким башқа илаһни издәшкә алдириса, Уларниң дәрдлири көпийип кетиду. Ғәйрий илаһларға атап һәдийә қанлирини төкмәймән, Уларниң намлирини тилимғиму алмаймән.
5 Пәрвәрдигар болса мениң мирасим һәм қәдәһимдики несивәмдур; Чәк ташлинип еришкән несивәмни өзүң сақлайсән;
6 [Несивәмни бәлгүлигән] сизиқлар маңа гөзәл йәрләрни бекиткәндур; Бәрһәқ, мениң гөзәл мирасим бардур!
7 Маңа несиһәт бәргән Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән; Һәтта кечиләрдиму виҗданим маңа үгитиду.
8 Мән Пәрвәрдигарни һәрдайим көз алдимдин кәткүзмәймән; У оң йенимда болғачқа, Мән һәргиз тәврәнмәймән.
9 Шуңа мениң қәлбим шатланди, Мениң роһум техиму көтирилиду, Мениң теним аман-есәнликтә туриду;
10 Чүнки җенимни тәһтисарада қалдурмайсән, Шундақла Сениң Муқәддәс Болғучиңни чириштин сақлайсән. (Sheol )
11 Сән маңа һаят йолини көрситисән; Һозуруңда толуп ташқан шат-хурамлиқ бардур; Оң қолуңда мәңгүлүк бәһрә-ләззәтләрму бардур.