< Зәбур 150 >
1 Һәмдусана! Тәңрини Униң муқәддәс җайида мәдһийиләңлар; Қудрити парлап туридиған әршләрдә Уни мәдһийиләңлар;
2 Уни қудрәтлик ишлири үчүн мәдһийиләңлар; Ғайәт улуқлуғи үчүн Уни мәдһийиләңлар;
3 Уни бурға садаси билән мәдһийиләңлар; Уни раваб һәм чилтар билән мәдһийиләңлар;
4 Уни дап һәм уссул билән мәдһийиләңлар; Уни тарлиқ сазлар һәм нәй билән мәдһийиләңлар;
5 Уни җараңлиқ чаңлар һәм яңрақ чаңлар билән мәдһийиләңлар;
6 Барлиқ нәпәс егилири Яһни мәдһийилисун! Һәмдусана!