< Зәбур 15 >
1 Давут язған күй: — Пәрвәрдигар, ким чедириңда туралайду? Ким пак-муқәддәс теғиңда маканлишиду?
2 Кимки тамамән дуруслуқта маңса, Һәққанийлиқни жүргүзсә, Көңлидә һәқиқәтни сөзлисә;
3 Тили билән гәп тошумиса, Өз йеқиниға яманлиқ қилмиса, Хошнисиниң әйивини колап ачмиса,
4 Пәс адәмни көзгә илмиса, Пәрвәрдигардин әйминидиғанларни һөрмәтлисә, Өзигә зиянлиқ болған тәғдирдиму ичкән қәсимини өзгәртмисә,
5 Пулни хәқләргә өсүмгә бәрмисә, Бигуналарниң зийиниға пара алмиса; Кимки мошуларни қилса, Мәңгүгә тәврәнмәс.