< Зәбур 149 >
1 Һәмдусана! Пәрвәрдигарға атап йеңи бир нахшини оқуңлар; Мөмин бәндиләрниң җамаитидә Униң мәдһийисини ейтиңлар!
2 Исраил өз Яратқучисидин шатлансун; Зион оғуллири өз Падишасидин хуш болғай!
3 Улар Униң намини уссул билән мәдһийилисун; Униңға күйләрни дап һәм чилтарға тәңшәп ейтсун!
4 Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқидин сөйүнәр; У мулайим мөминләрни ниҗатлиқ билән безәйду;
5 Униң мөмин бәндилири шан-шәрәптә роһлинип шат болғай, Орунлирида йетип шат авазини яңратқай!
6 Ағзида Тәңригә жүксәк мәдһийилири болсун, Қоллирида қош бислиқ қилич тутулсун;
7 Шуниң билән улар әлләр үстидин қисас, Хәлиқләргә җаза беҗа жүргүзиду;
8 Әлләрниң падишалирини зәнҗирләр билән, Ақсүйәклирини төмүр кишәнлири билән бағлайду;
9 Уларниң үстигә пүтүлгән һөкүмни беҗа кәлтүриду — Униң барлиқ мөмин бәндилири мошу шәрәпкә несип болиду! Һәмдусана!