< Зәбур 148 >
1 Һәмдусана! Пәрвәрдигарни асманлардин мәдһийиләңлар; Жуқири җайларда Уни мәдһийиләңлар;
2 Уни мәдһийиләңлар, барлиқ пәриштилири; Уни мәдһийиләңлар, барлиқ қошунлири!
3 Уни мәдһийиләңлар, и қуяш һәм ай, Уни мәдһийиләңлар, һәммә парлақ юлтузлар;
4 Уни мәдһийиләңлар, асманларниң асманлири, Асмандин жуқури җайлашқан сулар!
5 Булар Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун; Чүнки У буйруған һаман, улар яратилғандур;
6 У уларни әбәдил-әбәткичә турғузди; Улар үчүн вақти өтмәйдиған бәлгүлимини буйруған.
7 Пәрвәрдигарни зиминдин мәдһийиләңлар, Деңиздики барлиқ әҗдиһалар, деңизниң барлиқ тәглири;
8 От, мөлдүз, қар, туман, Униң сөзигә әмәл қилидиған җудунлуқ шамал;
9 Тағлар һәм барлиқ дөңләр, Мевилик дәрәқләр, барлиқ кедир дәрәқлири,
10 Явайи һайванлар, барлиқ мал-варанлар, Өмилигүчиләр һәм учар-қанатлар;
11 Җаһан падишалири вә барлиқ қовмлар, Әмирләр һәм йәр йүзидики барлиқ һаким-сотчилар;
12 Һәм жигитләр һәм қизлар, Бовайлар вә яшлар, —
13 Һәммиси Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун; Чүнки пәқәтла Униң нами алийдур; Униң һәйвити йәр һәм асмандин үстүн туриду.
14 Һәм У Өз хәлқиниң мүңгүзини, Йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийисини егиз көтәргүзгән; Улар Исраил балилири, Өзигә йеқин бир хәлиқтур! Һәмдусана!