< Зәбур 147 >
1 Һәмдусана! Яһни мәдһийиләңлар! Бәрһәқ, бундақ қилиш шериндур; Худайимизни күйләңлар! Мәдһийә оқуш инсанға яришиду.
Ⱨǝmdusana! Yaⱨni mǝdⱨiyilǝnglar! Bǝrⱨǝⱪ, bundaⱪ ⱪilix xerindur; Hudayimizni küylǝnglar! Mǝdⱨiyǝ oⱪux insanƣa yarixidu.
2 Пәрвәрдигар Йерусалимни бена қилмақта; Исраилниң сүргүн қилинғанлирини У жиғип келиду;
Pǝrwǝrdigar Yerusalemni bina ⱪilmaⱪta; Israilning sürgün ⱪilinƣanlirini U yiƣip kelidu;
3 У көңли сунуқларни давалайду; Уларниң ярилирини таңиду.
U kɵngli sunuⱪlarni dawalaydu; Ularning yarilirini tangidu.
4 У юлтузларниң санини санайду; Уларниң һәммисигә бир-бирләп исим қойиду.
U yultuzlarning sanini sanaydu; Ularning ⱨǝmmisigǝ bir-birlǝp isim ⱪoyidu.
5 Улуқдур Рәббимиз, зор қудрәтликтур; Униң чүшиниши чәксиздур.
Uluƣdur Rǝbbimiz, zor ⱪudrǝtliktur; Uning qüxinixi qǝksizdur.
6 Пәрвәрдигар мулайим мөминләрни йөләп көтириду; Рәзилләрни йәргичә төвән қилиду.
Pǝrwǝrdigar yawax mɵminlǝrni yɵlǝp kɵtüridu; Rǝzillǝrni yǝrgiqǝ tɵwǝn ⱪilidu.
7 Пәрвәрдигарға тәшәккүрләр билән нахша ейтиңлар; Күйләрни чилтарға тәңшәп ейтиңлар!
Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkürlǝr bilǝn nahxa eytinglar; Küylǝrni qiltarƣa tǝngxǝp eytinglar!
8 У асманни булутлар билән қаплитиду, Зиминға ямғурни бекитиду, Тағларда от-чөпләрни өстүриду;
U asmanni bulutlar bilǝn ⱪaplitidu, Zeminƣa yamƣurni bekitidu, Taƣlarda ot-qɵplǝrni ɵstüridu;
9 Малларға озуқ, Тағ қарғисиниң җүҗилири зарлиғанда, уларға озуқ бериду;
Mallarƣa ozuⱪ, Taƣ ⱪaƣisining qüjiliri zarliƣanda, ularƣa ozuⱪ beridu;
10 Ат күчидин У зоқ алмайду; Адәмниң чәбдәс путлирини хурсәнлик дәп билмәйду;
At küqidin U zoⱪ almaydu; Adǝmning qǝbdǝs putlirini hursǝnlik dǝp bilmǝydu;
11 Пәрвәрдигар бәлки Өзидин әйминидиғанларни, Өзиниң өзгәрмәс муһәббитигә үмүт бағлиғанларни хурсәнлик дәп билиду.
Pǝrwǝrdigar bǝlki Ɵzidin ǝyminidiƣanlarni, Ɵzining ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbitigǝ ümid baƣliƣanlarni hursǝnlik dǝp bilidu.
12 Пәрвәрдигарни махтаңлар, и Йерусалим; Худайиңни мәдһийилә, и Зион.
Pǝrwǝrdigarni mahtanglar, i Yerusalem; Hudayingni mǝdⱨiyilǝ, i Zion.
13 Чүнки У дәрвазилириңниң тақақлирини мәһкәм қилиду; Сениңдә туруватқан пәрзәнтлириңгә бәхит-бәрикәт бәрди.
Qünki U dǝrwaziliringning taⱪaⱪlirini mǝⱨkǝm ⱪilidu; Seningdǝ turuwatⱪan pǝrzǝntliringgǝ bǝht-bǝrikǝt bǝrdi.
14 У чәт-чегаралириңда арам-течлиқ жүргүзиду, Сени буғдайниң есили билән қанаәтләндүриду.
U qǝt-qegraliringda aram-tinqliⱪ yürgüzidu, Seni buƣdayning esili bilǝn ⱪanaǝtlǝndüridu.
15 У Өз әмир-бешарәтлирини йәр йүзигә әвәтиду; Униң сөз-калами интайин тез жүгүриду.
U Ɵz ǝmr-bexarǝtlirini yǝr yüzigǝ ǝwǝtidu; Uning sɵz-kalami intayin tez yügüridu.
16 У ақ қарни жуңдәк бериду, Қиравни күлләрдәк тарқитиду.
U aⱪ ⱪarni yungdǝk beridu, Ⱪirawni küllǝrdǝk tarⱪitidu.
17 Униң музини нан увақлиридәк қилип парчиливетиду; Униң соғуғи алдида ким туралисун?
Uning muzini nan uwaⱪliridǝk ⱪilip parqiliwetidu; Uning soƣuⱪi aldida kim turalisun?
18 У сөзини әвәтип, уларни еритиду; Униң шамилини чиқирип, суларни аққузиду.
U sɵzini ǝwǝtip, ularni eritidu; Uning xamilini qiⱪirip, sularni aⱪⱪuzidu.
19 У Өз сөз-каламини Яқупқа, Бәлгүлимилирини һәм һөкүмлирини Исраилға аян қилиду;
U Ɵz sɵz-kalamini Yaⱪupⱪa, Bǝlgilimilirini ⱨǝm ⱨɵkümlirini Israilƣa ayan ⱪilidu;
20 У башқа һеч бир әлгә мундақ муамилә қилмиғандур; Униң һөкүмлирини болса, улар билип баққан әмәс. Һәмдусана!
U baxⱪa ⱨeqbir ǝlgǝ mundaⱪ muamilǝ ⱪilmiƣandur; Uning ⱨɵkümlirini bolsa, ular bilip baⱪⱪan ǝmǝs. Ⱨǝmdusana!