< Зәбур 146 >
1 Һәмдусана! И җеним, Пәрвәрдигарни мәдһийилә!
2 Мән һаят болсамла, Пәрвәрдигарни мәдһийиләймән; Вуҗудум бар болсила Худайимға күй ейтимән.
3 Есилзадиләргиму, Инсан балисиғиму таянмаңлар, Уларда һеч мәдәт-ниҗатлиқ йоқтур.
4 Мана, униң нәпәси кетиду, У өз туприғиға қайтип кетиду; Шу күндила арзу-нийәтлири йоқап кетиду.
5 Яқупниң Тәңриси мәдәткари болған адәм, Пәрвәрдигар Худасини өз үмүти қилған адәм бәхитликтур!
6 У асманларни, зиминни, Деңизни һәм униңда бар мәвҗудатларни яратқандур; У һәқиқәт-садақәттә мәңгү туриду;
7 Езилгүчиләр үчүн У һөкүм сүриду; Ач қалғанларға нан бериду. Пәрвәрдигар мәһбусларни азат қилиду;
8 Пәрвәрдигар корларниң көзлирини ачиду; Пәрвәрдигар егилип қалғанларни турғузиду; Пәрвәрдигар һәққанийларни сөйиду.
9 Пәрвәрдигар мусапирлардин хәвәр алиду; Житим-йесирләрни, тул хотунни йөләйду; Бирақ рәзилләрниң йолини әгир-бүгри қилиду.
10 Пәрвәрдигар мәңгүгә һөкүм сүриду; И Зион, сениң Худайиң дәвирдин-дәвиргичә һөкүм сүриду! Һәмдусана!