< Зәбур 145 >

1 Мәдһийә: Давут язған күй: — Мән Сени мәдһийиләп улуқлаймән, Худайим, и Падишаһ; Намиңға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән.
Mǝdⱨiyǝ: Dawut yazƣan küy: — Mǝn Seni mǝdⱨiyilǝp uluƣlaymǝn, Hudayim, i Padixaⱨ; Namingƣa ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturimǝn.
2 һәр күни Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән, Намиңға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән!
Ⱨǝrküni Sanga tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturimǝn, Namingƣa ǝbǝdil’ǝbǝdgiqǝ tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturimǝn!
3 Улуқдур Пәрвәрдигар, зор мәдһийиләргә лайиқтур! Униң улуқлуғини сүрүштүрүп болғили болмас;
Uluƣdur Pǝrwǝrdigar, zor mǝdⱨiyilǝrgǝ layiⱪtur! Uning uluƣluⱪini sürüxtürüp bolƣili bolmas;
4 Бир дәвир йеңи бир дәвиргә Сениң қилғанлириңни махтайду; Улар қудрәтлик қилғанлириңни җакалайду;
Bir dǝwr yengi bir dǝwrgǝ Sening ⱪilƣanliringni mahtaydu; Ular ⱪudrǝtlik ⱪilƣanliringni jakarlaydu;
5 Мән һәйвитиңниң шәрәплик җулалиқини, Вә карамәт мөҗизилириңни сеғинип сөзләймән;
Mǝn ⱨǝywitingning xǝrǝplik julaliⱪini, Wǝ karamǝt mɵjiziliringni seƣinip sɵzlǝymǝn;
6 : Шуниң билән улар қорқунучлуқ ишлириңниң қудритини баян қилиду; Мәнму улуқ әмәллириңни җакалаймән!
: Xuning bilǝn ular ⱪorⱪunqluⱪ ixliringning ⱪudritini bayan ⱪilidu; Mǝnmu uluƣ ǝmǝlliringni jakarlaymǝn!
7 Улар зор меһриванлиғиңни әсләп, уни мубарәкләп тарқитиду, Һәққанлийлиғиң тоғрилиқ жуқури авазда күйләйду.
Ular zor meⱨribanliⱪingni ǝslǝp, uni mubarǝklǝp tarⱪitidu, Ⱨǝⱪⱪanliyliⱪing toƣruluⱪ yuⱪiri awazda küylǝydu.
8 Пәрвәрдигар меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдилдур; Асан ғәзәпләнмәйду, У зор меһир-муһәббәтликтур;
Pǝrwǝrdigar meⱨir-xǝpⱪǝtlik ⱨǝm rǝⱨimdildur; Asan ƣǝzǝplǝnmǝydu, U zor meⱨir-muⱨǝbbǝtliktur;
9 Пәрвәрдигар һәммигә меһривандур; Униң рәһимдиллиқлири барчә яратқанлириниң үстидидур;
Pǝrwǝrdigar ⱨǝmmigǝ meⱨribandur; Uning rǝⱨimdilliⱪliri barqǝ yaratⱪanlirining üstididur;
10 Сениң барлиқ ясиғанлириң Сени мәдһийиләйду, и Пәрвәрдигар, Сениң мөмин бәндилириң Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуриду.
Sening barliⱪ yasiƣanliring Seni mǝdⱨiyilǝydu, i Pǝrwǝrdigar, Sening mɵmin bǝndiliring Sanga tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturidu.
11 Улар падишалиғиңниң шәривидин хәвәр йәткүзиду, Күч-қудритиңни сөзләйду;
Ular padixaⱨliⱪingning xǝripidin hǝwǝr yǝtküzidu, Küq-ⱪudritingni sɵzlǝydu;
12 Шундақ қилип инсан балилириға қудрәтлик ишлириң, Падишаһлиғиңниң шәрәплик һәйвиси аян қилиниду.
Xundaⱪ ⱪilip insan baliliriƣa ⱪudrǝtlik ixliring, Padixaⱨliⱪingning xǝrǝplik ⱨǝywisi ayan ⱪilinidu.
13 Сениң падишалиғиң әбәдий падишалиқтур, Сәлтәнитиң әвлаттин-әвлатқичидур.
Sening padixaⱨliⱪing ǝbǝdiy padixaⱨliⱪtur, Sǝltǝniting ǝwladtin-ǝwladⱪiqidur.
14 Пәрвәрдигар жиқилай дегәнләрниң һәммисини йөләйду, Егилип қалғанларниң һәммисини турғузиду.
Pǝrwǝrdigar yiⱪilay degǝnlǝrning ⱨǝmmisini yɵlǝydu, Egilip ⱪalƣanlarning ⱨǝmmisini turƣuzidu.
15 Һәммәйләнниң көзлири Саңа тикилип күтиду; Уларға өз вақтида рисқини тәқсим қилип берисән;
Ⱨǝmmǝylǝnning kɵzliri Sanga tikilip kütidu; Ularƣa ɵz waⱪtida rizⱪini tǝⱪsim ⱪilip berisǝn;
16 Қолуңни ечишиң биләнла, Барлиқ җан егилириниң арзусини қандурисән.
Ⱪolungni eqixing bilǝnla, Barliⱪ jan igilirining arzusini ⱪandurisǝn.
17 Пәрвәрдигар барлиқ йоллирида һәққанийдур, Ясиғанлириниң һәммисигә муһәббәтликтур.
Pǝrwǝrdigar barliⱪ yollirida ⱨǝⱪⱪaniydur, Yasiƣanlirining ⱨǝmmisigǝ muⱨǝbbǝtliktur.
18 Пәрвәрдигар Өзигә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур, Өзигә һәқиқәттә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур;
Pǝrwǝrdigar Ɵzigǝ nida ⱪilƣanlarning ⱨǝmmisigǝ yeⱪindur, Ɵzigǝ ⱨǝⱪiⱪǝttǝ nida ⱪilƣanlarning ⱨǝmmisigǝ yeⱪindur;
19 У Өзидин әйминидиғанларниң арзусини әмәлгә ашуриду; Уларниң пәрядини аңлап уларни қутқузиду.
U Ɵzidin ǝyminidiƣanlarning arzusini ǝmǝlgǝ axuridu; Ularning pǝryadini anglap ularni ⱪutⱪuzidu.
20 Пәрвәрдигар Өзини сөйгәнләрниң һәммисидин хәвәр алиду; Рәзилләрниң һәммисини йоқитиду.
Pǝrwǝrdigar Ɵzini sɵygǝnlǝrning ⱨǝmmisidin hǝwǝr alidu; Rǝzillǝrning ⱨǝmmisini yoⱪitidu.
21 Ағзим Пәрвәрдигарниң мәдһийисини ейтиду; Барлиқ әт егилири әбәдил-әбәт униң муқәддәс намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурғай!
Aƣzim Pǝrwǝrdigarning mǝdⱨiyisini eytidu; Barliⱪ ǝt igiliri ǝbǝdil’ǝbǝd uning muⱪǝddǝs namiƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturƣay!

< Зәбур 145 >