< Зәбур 144 >

1 Давут язған күй: — Қоллиримға җәң қилишни, Бармақлиримға урушни үгитидиған, Мениң Қорам Тешим Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун!
Dawut yazghan küy: — Qollirimgha jeng qilishni, Barmaqlirimgha urushni ögitidighan, Méning Qoram Téshim Perwerdigargha teshekkür-medhiye qayturulsun!
2 Мениң өзгәрмәс шәпқитим вә мениң қорғиним, Мениң егиз мунарим вә ниҗаткарим, Мениң қалқиним вә таянғиним, мән Униңдин һимайә тапимән; У Өз хәлқимни қол астимда бойсундурғучидур!
Méning özgermes shepqitim we méning qorghinim, Méning égiz munarim we nijatkarim, Méning qalqinim we tayan’ghinim, men Uningdin himaye tapimen; U Öz xelqimni qol astimda boysundurghuchidur!
3 И Пәрвәрдигар, Сән униңдин хәвәр алидикәнсән, адәм дегән зади немә? Униң тоғрилиқ ойлайдикәнсән, инсан балиси дегән немә?
I Perwerdigar, Sen uningdin xewer alidikensen, adem dégen zadi néme? Uning toghruluq oylaydikensen, insan balisi dégen néme?
4 Адәм болса бир нәпәстурла, халас; Униң күнлири өтүп кетиватқан бир көләңгидур, халас.
Adem bolsa bir nepesturla, xalas; Uning künliri ötüp kétiwatqan bir kölenggidur, xalas.
5 И Пәрвәрдигар, асманларни егилдүрүп чүшкәйсән; Тағларға тегип улардин ис-түтәк чиқарғайсән;
I Perwerdigar, asmanlarni égildürüp chüshkeysen; Taghlargha tégip ulardin is-tütek chiqarghaysen;
6 Чақмақларни чаққузуп уларни тарқитивәткәйсән; Оқлириңни етип уларни қийқас-сүрәнгә салғайсән;
Chaqmaqlarni chaqquzup ularni tarqitiwetkeysen; Oqliringni étip ularni qiyqas-süren’ge salghaysen;
7 Жуқиридин қоллириңни узитип, Мени азат қилғайсән; Мени улуқ сулардин, Яқа жуттикиләрниң чаңгилидин чиқарғайсән.
Yuqiridin qolliringni uzitip, Méni azad qilghaysen; Méni ulugh sulardin, Yaqa yurttikilerning changgilidin chiqarghaysen.
8 Уларниң ағзи қуруқ гәп сөзләйду, Оң қоли алдамчи қолдур.
Ularning aghzi quruq gep sözleydu, Ong qoli aldamchi qoldur.
9 И Худа, мән Саңа атап йеңи нахша ейтимән; Онтарға тәңкәш болуп Саңа күйләрни ейтимән.
I Xuda, men Sanga atap yéngi naxsha éytimen; Ontargha tengkesh bolup Sanga küylerni éytimen.
10 Сән падишаларға ниҗатлиқ-ғәлибә беғишлайсән; Қулуң Давутни әҗәллик қиличтин қутулдурисән.
Sen padishahlargha nijatliq-ghelibe béghishlaysen; Qulung Dawutni ejellik qilichtin qutuldurisen.
11 Мени қутулдурғайсән, ят жуттикиләрниң қолидин азат қилғайсән; Уларниң ағзи қуруқ гәп сөзләйду, Оң қоли алдамчи қолдур.
Méni qutuldurghaysen, yat yurttikilerning qolidin azad qilghaysen; Ularning aghzi quruq gep sözleydu, Ong qoli aldamchi qoldur.
12 Шундақ қилип оғуллиримиз яшлиғида пухта йетилгән көчәтләргә охшайду, Қизлиримиз ордичә нәқишләнгән түврүкләрдәк болиду;
Shundaq qilip oghullirimiz yashliqida puxta yétilgen köchetlerge oxshaydu, Qizlirimiz ordiche neqishlen’gen tüwrüklerdek bolidu;
13 Ашлиқ амбарлиримиз толдурулуп, Түрлүк-түрлүк озуқлар билән тәминләйдиған, Қойлиримиз отлақлиримизда миңлап, түмәнләп қозилайдиған;
Ashliq ambarlirimiz toldurulup, Türlük-türlük ozuqlar bilen teminleydighan, Qoylirimiz otlaqlirimizda minglap, tümenlep qozilaydighan;
14 Калилиримиз боғаз болидиған; Һеч ким бесип кирмәйдиған, һеч ким [җәңгә] чиқмайдиған; Кочилиримизда һеч җедәл-ғовға болмайдиған;
Kalilirimiz boghaz bolidighan; Héchkim bésip kirmeydighan, héchkim [jengge] chiqmaydighan; Kochilirimizda héch jédel-ghowgha bolmaydighan;
15 Әһвали шундақ болған хәлиқ немидегән бәхитликтур! Худаси Пәрвәрдигар болған хәлиқ бәхитликтур!
Ehwali shundaq bolghan xelq némidégen bextliktur! Xudasi Perwerdigar bolghan xelq bextliktur!

< Зәбур 144 >