< Зәбур 143 >
1 Давут язған күй: — Пәрвәрдигар, дуайимни аңлиғайсән; Йелинишлиримға қулақ салғайсән; Һәқиқәт-садақитиңдә һәм һәққанийитиңдә маңа җавап бәргәйсән.
2 Өз қулуңни сораққа тартишқа турмиғайсән; Чүнки нәзириңдә тирикләрниң һеч бири һәққаний испатланмайду.
3 Чүнки дүшмән җенимға зиянкәшлик қилмақта, У һаятимни дәпсәндә қилди; Мени худди өлгили узун болғанлардәк, Қараңғу җайларда турушқа мәҗбур қилиду.
4 Шуңа роһум ичимдә түгишәй дәп қалди; Ичимдә қәлбим сунди.
5 Мән қедимки күнләрни әсләймән; Сениң барлиқ қилғанлириң үстидә сеғинип ойлинимән; Қоллириң ишлигәнлирини хиялимдин өткүзимән.
6 Қоллиримни Саңа қарап созуп интилимән; Җеним чаңқиған зиминдәк Саңа тәшнадур. (Селаһ)
7 Маңа тездин җавап бәргәйсән, и Пәрвәрдигар; Роһум һалидин кетиду; Дидариңни мәндин йошурмиғайсән; Болмиса мән һаңға чүшидиғанлардәк болимән.
8 Меһир-муһәббитиңни таң сәһәрдә аңлатқайсән; Чүнки таянғиним Сән; Меңишим керәк болған йолни маңа билдүргәйсән; Чүнки җеним Саңа тәлмүрүп қарайду;
9 Мени қутулдурғайсән, и Пәрвәрдигар, дүшмәнлиримдин; Башпанаһ издәп Сениң йениңға қачимән.
10 Өз ирадәңгә әмәл қилишимқа мени үгәткәйсән; Чүнки Сән мениң Худайимдурсән; Сениң меһриван Роһуң мени түптүз зиминда йетәклигәй;
11 Өз нам-шөһритиң үчүн мени җанландурғайсән, и Пәрвәрдигар; Өз һәққанийитиңдә җенимни аваричиликтин азат қилғайсән.
12 Һәм меһри-шәпқитиңдә дүшмәнлиримни үзүп ташливәткәйсән; Җенимни хар қилғанларниң һәммисини һалак қилғайсән; Чүнки мән Сениң қулуңдурмән.