< Зәбур 142 >
1 Давут ғарда йошурунуп турған вақитта язған «Масқил»: — Мән Пәрвәрдигарға авазимни аңлитип налә-пәряд көтиримән; Пәрвәрдигарға авазим билән йелинимән;
2 Униң алдида дад-зарлиримни төкимән; Униңға аваричилигимни ейтимән.
3 Роһум ичимдә түгишәй дәп қалғанда, Шу чағда басқан йолумни билгәнсән; Мән маңған йолда улар маңа қилтақ салди.
4 Оң йенимға қарап баққайсән; Әтрапимда мени тонуйдиған адәм йоқтур; Панаһгаһ йоқап кәтти; Һеч адәм җенимға көйүнмәйду.
5 Мән Саңа пәряд көтәрдим, и Пәрвәрдигар; Саңа: «Сән мениң Башпанаһимсән, Тирикләрниң зиминида болған Несивәмдурсән» — дедим.
6 Мениң пәрядимға қулақ салғайсән; Чүнки мән интайин харап әһвалға чүшүрүлдум; Мени қоғлиғучилиримдин қутулдурғайсән; Чүнки улар мәндин күчлүктур.
7 Сениң намиңни тәбриклишим үчүн, Җенимни түрмидин чиқарғайсән; Һәққанийлар әтрапимда олишиду; Чүнки Сән маңа зор меһриванлиқ көрситисән.