< Зәбур 141 >

1 Давут язған күй: — Пәрвәрдигар, мән Саңа нида қилдим; Йенимға тездин кәлгәйсән; Саңа нида қилғинимда авазимни аңлиғайсән.
מזמור לדוד יהוה קראתיך חושה לי האזינה קולי בקראי לך׃
2 Дуайимни аңлиғиниңда, Саңа сунулған хушбуйдәк йеқимлиқ болсун, Қолумниң көтирилиши сунулған кәчлик қурбанлиқтәк қобул болсун.
תכון תפלתי קטרת לפניך משאת כפי מנחת ערב׃
3 Ағзим алдида күзәтчи турғузғайсән, и Пәрвәрдигар; Ләвлирим дәрвазисини сақлиғайсән;
שיתה יהוה שמרה לפי נצרה על דל שפתי׃
4 Көңлүмни һеч қандақ яман ишқа, Қәбиһлик қилғучиларға шерик болуп, рәзиллик қилишқа майил қилмиғайсән. Мени уларниң немәтлиридин һеч йегүзмигәйсән!
אל תט לבי לדבר רע להתעולל עללות ברשע את אישים פעלי און ובל אלחם במנעמיהם׃
5 Һәққаний адәм мени урсун — Бу маңа меһриванлиқтур; Маңа тәнбиһ бәрсун — Бу болса, бешим рәт қилмайдиған, қуюлған есил майдәк болиду. Чүнки мениң дуайим йәнила шуларниң рәзилликлиригә қарши болиду.
יהלמני צדיק חסד ויוכיחני שמן ראש אל יני ראשי כי עוד ותפלתי ברעותיהם׃
6 Уларниң һакимлири тик ярлардин ташливетилгәндә, [Хәлиқ] мениң сөзлиримни аңлайду; Чүнки бу сөзләр шериндур.
נשמטו בידי סלע שפטיהם ושמעו אמרי כי נעמו׃
7 Бириси отун ярғанда йәргә чечилған йериндилардәк, Мана, устиханлиримиз тәһтисара ишиги алдида чечиветилди; (Sheol h7585)
כמו פלח ובקע בארץ נפזרו עצמינו לפי שאול׃ (Sheol h7585)
8 Бәрһәқ, көзлирим Саңила тикилип қарайду, Пәрвәрдигар Рәббим; Саңа тайинимән; Җенимни харап қилип ташливәтмигәйсән.
כי אליך יהוה אדני עיני בכה חסיתי אל תער נפשי׃
9 Уларниң маңа салған қилтиғидин, Қәбиһлик қилғучиларниң қапқанлиридин мени сақлиғайсән;
שמרני מידי פח יקשו לי ומקשות פעלי און׃
10 Рәзилләр өзиниң торлириға жиқилсун, Мән болсам — өтүп кетимән.
יפלו במכמריו רשעים יחד אנכי עד אעבור׃

< Зәбур 141 >