< Зәбур 14 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Ахмақ киши көңлидә: «Һеч бир Худа йоқ» — дәйду. Улар чириклишип, жиркиничлик қәбиһликни қилишти; Уларниң ичидә меһриванлиқ қилғучи йоқтур;
2 Пәрвәрдигар әрштә туруп, адәм балилирини күзитип: «Бу инсанларниң арисида инсапни чүшинидиған бирәрси бармиду? Худани издәйдиғанлар бармиду?
3 Һәммә адәм йолдин чиқти, Һәммә адәм чириклишип кәтти, Меһриванлиқ қилғучи йоқ, һәтта бириму йоқтур.
4 Нанни йегәндәк Мениң хәлқимни жутувалған бу қәбиһлик қилғучилар һеч немини билмәмду?» — дәйду. Улар Пәрвәрдигарға һеч бир илтиҗа қилмайду.
5 Мана уларни ғайәт зор қорқунуч басти; Чүнки Худа һәққанийларниң дәвридидур.
6 «Силәр езилгәнләрниң көңлигә пүккән үмүтини йоқ қилмақчи болисиләр; Бирақ Пәрвәрдигар униң башпанаһидур!»
7 Аһ, Исраилниң ниҗатлиғи Зиондин чиқип кәлгән болса еди! Пәрвәрдигар Өз хәлқини асарәттин чиқирип, Азатлиққа ериштүргән чағда, Яқуп шатлиниду, Исраил хошаллиниду!