< Зәбур 139 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — И Пәрвәрдигар, Сән мени тәкшүрүп чиқтиң, Һәм мени билип йәттиң;
2 Өзүң олтарғинимни, турғинимниму билисән; Жирақта туруқлуқ көңлүмдикини билисән.
3 Басқан қәдәмлиримни, ятқанлиримни өткәмәңдин өткүздуң; Барлиқ йоллирим Саңа аяндур.
4 Бәрһәқ, тилимға бир сөз келә-кәлмәстинла, и Пәрвәрдигар, Мана Сән буни әйни бойичә билмәй қалмайсән.
5 Сән мени алди-кәйнимдин орап турисән, Қолуңни мениң үстүмгә қондурғансән.
6 Бундақ билим маңа шунчилик тилсимат билиниду! Шундақ жүксәкки, мән уни билип йетәлмәйдикәнмән.
7 Роһуңдин нери болушқа нәләргиму баралайттим? Һозуруңдин өзүмни қачуруп нәләргә баралайттим?
8 Асманларға чиқсам, мана Сән әшу йәрдә; Тәһтисарада орун салсамму, мана Сән шу йәрдә; (Sheol )
9 Сәһәрниң қанатлирини елип учуп, Деңизниң әң чәт йәрлиридә турсам,
10 Һәтта әшу җайда қолуң мени йетәкләйду, Оң қолуң мени йөләйду.
11 Мән: «Қараңғулуқ мени япса, Әтрапимдики йоруқлуқ чоқум кечә болиду» — десәм,
12 Қараңғулуқму Сәндин йошуруналмайду, Кечиму Саңа күндүздәк айдиңдур, Қараңғулуқму [Саңа] йоруқтәктур.
13 Бәрһәк, Сән мениң ичлиримни ясиғансән; Анамниң қосиғида мени тоқуғансән;
14 Мән Сени мәдһийиләймән, Чүнки мән сүрлүк вә карамәт ясалғанмән; Сениң қилғанлириң карамәт тилсиматтур; Буни җеним убдан билиду.
15 Мән йошурун җайда ясалғинимда, Йәр тәглиридә әпчиллик билән тоқулуп шәкилләндүрүлгинимдә, Устиханлирим Сәндин йошурун әмәс еди.
16 Әзалирим техи апиридә болмиған күнләрдә, Улар ясиливатқан күнләрдә, Көзүң техи шәкилләнмигән җисмимни көрүп йәткән еди; Уларниң һәммиси аллибурун дәптириңдә йезилған еди.
17 Аһ Тәңрим, ойлириң маңа нәқәдәр қиммәтликтур! Уларниң жиғиндиси шунчә зордур!
18 Уларни санай десәм, улар деңиздики қумлардинму көптур; Уйқидин көзүмни ачсам, мән йәнила Сән билән биллидурмән!
19 Аһ, Сән рәзилләрни өлтүрүвәтсәң едиң, и Худа! Қанхор кишиләр, мәндин жирақ болуш!
20 Чүнки улар Сениң тоғрилиқ һейлилик билән сөзләйду; Сениң шәһәрлириң улар тәрипидин аздурулди.
21 Саңа өчмән болғанларға, и Пәрвәрдигар, мәнму өчқу? Саңа қарши чиққанларға мәнму жиркинимәнғу?
22 Уларға чиш-тирниқимғичә өчтурмән; Уларни өз дүшмәнлирим дәп һесаплаймән.
23 Мени күзитип тәкшүргәйсән, и Тәңрим! Мениң қәлбимни билип йәткәйсән! Мени синап, ғәмлик ойлиримни билгәйсән;
24 Мәндә [Өзүңгә] азар бәргидәк йолниң бар-йоқлуғини көргәйсән; Вә мени мәңгүлүк йолуңда йетәклигәйсән!