< Зәбур 138 >
1 Давут язған күй: — Пүтүн қәлбим билән Саңа тәшәккүр ейтимән; Барлиқ илаһлар алдида Сени күйләймән.
2 Пак-муқәддәслигиңниң ибадәтханисиға қарап баш уримән, Өзгәрмәс муһәббитиң һәм һәқиқәт-садақитиң үчүн намиңни тәбрикләймән; Чүнки Сән пүтүн нам-шөһритиңдинму бәкрәк, вәдәңдә туридиғиниңни улуқ қилғансән.
3 Саңа нида қилған күнидә, маңа җавап бәргәнсән; Җенимға күч киргүзүп, мени риғбәтләндүргәнсән.
4 Ағзиңдики сөзләрни аңлиғанда, и Пәрвәрдигар, Җаһандики барлиқ шаһлар Сени мәдһийиләйду;
5 Улар Пәрвәрдигарниң йоллирида жүрүп нахша ейтиду, Чүнки улуқдур Пәрвәрдигарниң шан-шәриви.
6 Чүнки Пәрвәрдигар алийдур; Бирақ У һали бошларға нәзәр салиду; Тәкәббуларни болса У жирақтин тонуп йетиду.
7 Зулмәт-мушәққәтләр арисида маңған болсамму, Сән мени җанландурисән; Дүшмәнлиримниң ғәзивини тосушқа қолуңни узартисән, Оң қолуң мени қутқузиду.
8 Пәрвәрдигар маңа тәвә ишларни пүткүзиду; Меһир-муһәббитиң, и Пәрвәрдигар, мәңгүлүктур; Өз қоллириң ясиғанни ташлап кәтмигәйсән!