< Зәбур 137 >
1 Бабилдики дәрия-ериқлар бойида биз олтардуқ; Зионни әслигинимиздә, бәрһәқ жиға көтәрдуқ;
2 Чилтаримизни арисидики сөгәтләргә есип қойдуқ.
3 Чүнки бизни сүргүн қилғанлар биздин нахша тәләп қилди; Бизни зарлатқучилар биздин тамашә тәләп қилип: — «Һәй, Зион нахшилиридин бирни бизгә ейтқина» — дейишти.
4 Яқа жутта туруп Пәрвәрдигарниң нахшисини қандақму ейтайли?
5 Әй Йерусалим, мән сени унтусам, Оң қолум [маһаритини] унтусун!
6 Сени әслимисәм, — Йерусалимни әң чоң хурсәнлигимдин әвзәл көрмисәм — Тилим таңлайимға чаплишип қалсун!
7 И Пәрвәрдигар, Едом балилиридин һесап алғанда, Йерусалимниң бешиға чүшкән күнини ядиңға кәлтүргәйсән; Чүнки улар: «Уни йәр билән йәксан қилиңлар, Улиғичә йәр билән йәксан қилиңлар!» дейишти.
8 И булиниш алдида турған Бабил қизи, Бизгә қилған қилмишлириңни өзүңгә қайтурғучи бәхитликтур!
9 Бовақлириңни елип ташқа атқучи киши бәхитликтур!