< Зәбур 134 >

1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» Мана, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар, И, кечичә Пәрвәрдигарниң өйидә туридиған, Пәрвәрдигарниң барлиқ қуллири!
«Yuⱪiriƣa qiⱪix nahxisi» Mana, Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturunglar, I, keqiqǝ Pǝrwǝrdigarning ɵyidǝ turidiƣan, Pǝrwǝrdigarning barliⱪ ⱪulliri!
2 Муқәддәс җайда туруп қоллириңларни көтирип Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!
Muⱪǝddǝs jayda turup ⱪolliringlarni kɵtürüp Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturunglar!
3 Асман-зиминни Яратқучи Пәрвәрдигар силәрни Зиондин бәрикәтлигәй!
Asman-zeminni Yaratⱪuqi Pǝrwǝrdigar silǝrni Ziondin bǝrikǝtligǝy!

< Зәбур 134 >