< Зәбур 133 >
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси»; Давут язған күй: — Қара, мана, қериндашлар бирликтә туруш немидегән яхши, немидегән шериндур!
2 У Һарунниң бешиға төкүлүп, сақилидин аққан аву қиммәтлик майдәк, У Һарунниң сақилидин еқип, Кийим-кечәкниң яқисиға чүшкән қиммәтлик майға охшайду;
3 У йәнә Һәрмон теғидики шәбнәмниң Зион тағлириға чүшүшигә охшайду; Чүнки шу йәрдә Пәрвәрдигар бәрикәтни — Йәни мәңгүлүк һаятни буйруған!