< Зәбур 131 >
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси»; Давут язған күй: — И Пәрвәрдигар, көңлүм тәкәббур әмәс, Нәзиримму үстүн әмәс; Мән чоң ишлар биләнму, Яки чамим йәтмәйдиған карамәт ишлар биләнму мәшғул болмаймән;
2 Бәрһәқ, анисиниң қучиғида ятқан әмчәктин айрилған балидәк, Өз җенимни бесивелип тиничландурдум; Көңлүм ичимдә әмчәктин айрилған балидәктур.
3 Исраил Пәрвәрдигарға үмүт бағлисун; Һазирдин башлап, әбәдил-әбәткичә!