< Зәбур 13 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — И Пәрвәрдигар, қачанғичә? Сән мени мәңгүгә унтумсән? Қачанғичә дидариңни мәндин йошурисән?
2 Қачанғичә һәр күни қайғуруп, қәлбимдә? Қачанғичә дүшминим мәндин шатлинип ғалип жүриду?
3 Маңа қара, маңа җавап бәргин, и Пәрвәрдигар Худайим! Өлүм уйқиси мени бесип кәлгичә, Көзүмни йорутқайсән,
4 Дүшминимниң: «Мән күчийип униң үстидин ғәлибә қилдим» демәслиги үчүн, Рәқиплирим сәнтүрүлгәнлигимни көрүп шатланмаслиғи үчүн, [көзүмни йорутқайсән]!
5 Дүшминимниң: «Мән күчийип униң үстидин ғәлибә қилдим» демәслиги үчүн, Рәқиплирим сәнтүрүлгәнлигимни көрүп шатланмаслиғи үчүн, [көзүмни йорутқайсән]!
6 Мән Пәрвәрдигарға нахша ейтимән; Чүнки У маңа зор меһриванлиқни көрсәтти