< Зәбур 129 >
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» «Яшлиғимдин тартип улар көп қетим мени хар қилип кәлди» — — Аһ, Исраил һазир буни десун —
2 «Улар яшлиғимдин тартип көп қетим мени хар қилип кәлди, Бирақ үстүмдин ғәлибә қилған әмәс.
3 Қош һайдиғучилар дүмбәмдә һайдиған, Чөнәклирини интайин узун тартқан».
4 Пәрвәрдигар һәққанийдур; У рәзилләрниң асарәтлирини сундурувәтти;
5 Улар шәрмәндә болуп арқисиға яндурулсун, Зиондин нәпрәтлинидиғанларниң һәммиси!
6 Улар өгүздә үнүп чиққан чөптәк болсун; Үзүлмәй турупла солишип кетидиған;
7 От-чөп ориғучиға униңдин бир тутамму чиқмайду; Бағ бағлиғучиға бир қучақму чиқмайду;
8 Өтүп кетиватқанларму: «Пәрвәрдигарниң бәрикити үстүңларда болғай; Пәрвәрдигарниң нами билән силәргә бәхит тиләймиз!» — дегән саламни һеч бәрмәйду.