< Зәбур 127 >
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси»; Сулайман язған күй: — Пәрвәрдигар Өзи өй салмиса, Салғучилар бекардин-бекар униңға әҗир сиңдүриду; Пәрвәрдигар шәһәрни сақлимиса, Күзәтчиләр бекардин-бекар ойғақ туриду.
2 Силәрниң сәһәрдә орнуңлардин қопушуңлар, Кәч болғанда йетишиңлар, Җапа-мушәққәтни нандәк йегиниңлар бекардин-бекардур; Чүнки У Өз сөйгинигә уйқини бериду.
3 Мана, балилар Пәрвәрдигардин болған мирастур, Балиятқуниң мевиси Униң мукапатидур;
4 Яшлиқта тапқан балилар, Батурниң қолидики оқлардәк болиду.
5 Оқдени мошулар билән толған адәм бәхитликтур; [Шәһәр] дәрвазисида туруп дүшмәнләр билән сөзлишиватқинида, Улар йәргә қарап қалмайду.