< Зәбур 126 >
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» Пәрвәрдигар Зиондин сүргүн болғанларни қайтуруп кәлгәндә, Биз чүш көргәндәкла болдуқ;
2 Ағзимиз күлкигә, Тилимиз шатлинишқа толди; Шу тапта әлләр арисида улар: — «Пәрвәрдигар уларға зор ишларни қилип бәрди» — дейишти.
3 Пәрвәрдигар дәрвәқә биз үчүн зор ишларни қилди, Биз булардин шатлинимиз.
4 Җәнуптики қуруқ ериқлар [шар-шар суларға] айландурулғандәк, Биз тутқунларниму өз әркимизгә қайтурғайсән, и Пәрвәрдигар;
5 Көз яшлирини еқитип териғанлар шатлиқ билән орар;
6 Жиғлап жүрүп чачидиған уруқни көтәргән киши, Бәрһәқ, шатлиқ-тәнтәнә билән ориған бағлирини көтирип қайтип келиду.