< Зәбур 124 >
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» Әгәр биз тәрәптә турғини Пәрвәрдигар болмиған болса, — Аһ, Исраил шундақ десун —
2 Биз тәрәптә турғини Пәрвәрдигар болмиған болса, Кишиләр бизгә һуҗумға қозғалғанда,
3 Уларниң ғәзиви бизгә туташқанда, — Шу чағда улар бизни тирик жутуветәтти;
4 [Шу чағда] сулар бизни ғәриқ қиливетәтти; Кәлкүн бешимиздин өтәтти;
5 Давалғуған сулар бешимиздин өтәтти!
6 Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә болғай! Уларниң чишлириға ов болушқа бизни қоюп бәрмиди.
7 Җенимиз тутқучиларниң басмиқидин қечип чиққан қуштәк қачти; Басмақ сундурулуп, биз қачтуқ!
8 Еришкән ярдимимиз Пәрвәрдигарниң намидидур, Асман-зимин Яратқучиниң намидидур!