< Зәбур 123 >
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» И әршләрдә Турғучисән, Саңа бешимни көтирип қараймән;
«Yuqirigha chiqish naxshisi» I ershlerde Turghuchisen, Sanga béshimni kötürüp qaraymen;
2 Мана, қуллириңниң көзи өз ғоҗайининиң қоллириға қандақ қариған болса, Дедәкләрниң көзи өз саһибәсиниң қоллириға қандақ қариған болса, Бизниң көзимиз Пәрвәрдигар Худайимизға шундақ қарайду. Та бизгә шәпқәт көрсәткичә қарайду.
Mana, qulliringning közi öz xojayinining qollirigha qandaq qarighan bolsa, Dédeklerning közi öz sahibesining qollirigha qandaq qarighan bolsa, Bizning közimiz Perwerdigar Xudayimizgha shundaq qaraydu. Ta bizge shepqet körsetküche qaraydu.
3 Бизгә шәпқәт көргүзгәйсән, и Пәрвәрдигар, Бизгә шәпқәт көргүзгәйсән; Чүнки биз йәткичә хорлуқ тартқанмиз.
Bizge shepqet körgüzgeysen, i Perwerdigar, Bizge shepqet körgüzgeysen; Chünki biz yetküche xorluq tartqanmiz.
4 Җенимиз ғоҗамларниң мазақлирини, Һакавурларниң хорлуқлирини йәткичә тартқандур.
Jénimiz ghojamlarning mazaqlirini, Hakawurlarning xorluqlirini yetküche tartqandur.