< Зәбур 122 >
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» Улар маңа: «Пәрвәрдигарниң өйигә чиқайли» — дегинидә, Шатландим.
2 Путлиримиз дәрвазилириң ичидә турушқа несип болди, и Йерусалим!
3 И Йерусалим, сән җипсилаштурулуп рәтлик селинған бир шәһәрдурсән;
4 Қәбилиләр у йәргә чиқиду, Яһниң қәбилилири чиқиду; Исраилға берилгән көрсәтмә бойичә, Пәрвәрдигарниң намиға тәшәккүр ейтиш үчүн чиқиду.
5 Чүнки у йәрдә һөкүм чиқиришқа тәхтләр селинди, Давутниң җәмәтидикиләргә тәхтләр селинди.
6 Йерусалимниң аман-хатирҗәмлигини издәп дуа қилиңлар; Сени сөйгәнләр ронақ тапиду.
7 Истиһкамлириң ичидә аман-хатирҗәмлик болсун, Ордилириң ичидә ават-арамлиқ болсун!
8 Қериндашлирим һәм яр-бурадәрлирим үчүн, Мән: «Аман-хатирҗәмлик ичиңдә болсун» — дәймән.
9 Пәрвәрдигар Худайимизниң өйи үчүн, Сениң ронақ тепишиңға интилимән!