< Зәбур 121 >
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» Көзлиримни тағлар тәрәпкә көтирип қараймән; Мениң ярдимим қәйәрдин келур?
2 Мениң ярдимим Пәрвәрдигардиндур; Асман-зиминни Яратқучидиндур.
3 У путуңни һеч тейилдурмайду; Сени сақлиғучи һеч үгдимәйду!
4 Мана, қара, Исраилни сақлиғучи һәм үгдимәйду, һәм ухлимайду!
5 Пәрвәрдигар сениң сақлиғучиңдур; Пәрвәрдигар оң йениңдики сайивәндур.
6 Қуяш күндүздә, ай кечидә саңа зәрәр йәткүзмәйду;
7 Пәрвәрдигар барлиқ яманлиқтин сени сақлайду; У җениңни сақлайду;
8 Пәрвәрдигар чиқишиңни, киришиңни, Буниңдин кейин әбәдил-әбәткичә сақлайду.