< Зәбур 120 >
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» Бешимға күн чүшкәндә мән Пәрвәрдигарға нида қилдим; У маңа җавап бәрди.
2 И Пәрвәрдигар, җенимни ялған сөзләйдиған ләвләрдин, Алдамчи тилдин қутулдурғайсән.
3 Саңа немә берилиду, Саңа немә қошулуши керәк, Әй алдамчи тил?
4 — Палван атқан өткүр оқлар, Арча чоғлири саңа тәгсун!
5 Мәшәк диярида мусапир болуп яшиғинимға, Кедар чедирлири арисида турғинимға һалимға вай!
6 Мән течлиққа өчләр арисида узундин буян туруватимән;
7 Мән течлиқпәрвәрмән; Бирақ гәп қилсам, улар урушимизла, дәйду.