< Зәбур 12 >
1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, шеминит билән оқулсун дәп, Давут язған күй: — Қутқузғайсән, Пәрвәрдигар, чүнки ихласмән адәм түгәп кәтти; Адәмләр арисидин садиқ мөминләр ғайип болди.
2 Һәр бирси өз йеқинлириға ялған ейтиду; Хушамәтчи ләвләрдә, аликөңүллүк билән сөзлишиду.
3 Пәрвәрдигар барлиқ хушамәтчи ләвләрни, Һакавурларчә сөзләйдиған тилни кесивәткәй!
4 Улар: «Тилимиз билән ғәлибә қилимиз; Ләвлиримиз болса өзимизниңкидур; Ким бизгә Рәб болалисун?» — дәйду.
5 «Езилгүчи аҗизларни басқан зулум вәҗидин, Мискинләрниң аһузарлири вәҗидин, Һазирла орнумдин турай» — дәйду Пәрвәрдигар, «Мән уларға, улар зариқип күткән азатлиқни йәткүзимән».
6 Пәрвәрдигарниң сөзлири болса сап сөзләрдур; Улар йәттә қетим саплаштурулған, Сапал қазанда тавланған күмүчтәктур.
7 Сән Пәрвәрдигар, уларни сақлайсән; Сән [мөминләрни] мошу дәвирдин мәңгүгә қоғдайсән;
8 [Чүнки] рәзил адәмләр һәрянда ғадийип жүрүшиду, Пәскәшлик инсан балилири арисида алийҗанаблиқ дәп махталмақта!