< Зәбур 119 >

1 (Аләф) Йолда мукәммәл болғанлар, Пәрвәрдигар Тәврат-қанунида маңидиғанлар бәхитликтур!
אַשְׁרֵ֥י תְמִֽימֵי־דָ֑רֶךְ הַֽ֝הֹלְכִ֗ים בְּתֹורַ֥ת יְהוָֽה׃
2 Униң агаһ-гувалирини тутқанлар, Уни чин қәлби билән издигәнләр,
אַ֭שְׁרֵי נֹצְרֵ֥י עֵדֹתָ֗יו בְּכָל־לֵ֥ב יִדְרְשֽׁוּהוּ׃
3 Һеч бир һәқсизлиқни қилмиғанлар бәхитликтур! Улар униң йоллирида маңиду.
אַ֭ף לֹֽא־פָעֲל֣וּ עַוְלָ֑ה בִּדְרָכָ֥יו הָלָֽכוּ׃
4 Көрсәтмилириңгә әстайидил әмәл қилишимиз үчүн, Өзүң уларни бекиткәнсән.
אַ֭תָּה צִוִּ֥יתָה פִקֻּדֶ֗יךָ לִשְׁמֹ֥ר מְאֹֽד׃
5 Аһ, йоллиримниң йөнилиши бәлгүлимилириңгә әмәл қилишқа бекитилгәй!
אַ֭חֲלַי יִכֹּ֥נוּ דְרָכָ֗י לִשְׁמֹ֥ר חֻקֶּֽיךָ׃
6 Шуниң билән барлиқ әмир-пәрманлириңни әтиварлисам, Мән йәргә қарап қалмаймән.
אָ֥ז לֹא־אֵבֹ֑ושׁ בְּ֝הַבִּיטִ֗י אֶל־כָּל־מִצְוֹתֶֽיךָ׃
7 Сениң һәққаний һөкүмлириңни үгинип, Дурус көңүлдин Саңа тәшәккүр ейтимән.
אֹ֭ודְךָ בְּיֹ֣שֶׁר לֵבָ֑ב בְּ֝לָמְדִ֗י מִשְׁפְּטֵ֥י צִדְקֶֽךָ׃
8 Мән бәлгүлимилириңни чоқум тутимән; Мени пүтүнләй ташливәтмигәйсән!
אֶת־חֻקֶּ֥יךָ אֶשְׁמֹ֑ר אַֽל־תַּעַזְבֵ֥נִי עַד־מְאֹֽד׃
9 (Бәт) Яш бир жигит қандақ қилип өз йолини пак туталайду? Сениң сөз-каламиңни аңлап әмәл қилиш биләнла.
בַּמֶּ֣ה יְזַכֶּה־נַּ֭עַר אֶת־אָרְחֹ֑ו לִ֝שְׁמֹ֗ר כִּדְבָרֶֽךָ׃
10 Пүтүн қәлбим билән мән Сени издидим; Мени әмирлириңдин адаштурмиғайсән;
בְּכָל־לִבִּ֥י דְרַשְׁתִּ֑יךָ אַל־תַּ֝שְׁגֵּ֗נִי מִמִּצְוֹתֶֽיךָ׃
11 Гуна қилип Саңа қарши чиқмаслиғим үчүн, Сөзүңни көңлүмгә мәһкәм пүкүвалдим.
בְּ֭לִבִּי צָפַ֣נְתִּי אִמְרָתֶ֑ךָ לְ֝מַ֗עַן לֹ֣א אֶֽחֱטָא־לָֽךְ׃
12 Мубарәкдурсән Пәрвәрдигар, Маңа Өз бәлгүлимилириңни үгәткәйсән.
בָּר֖וּךְ אַתָּ֥ה יְהוָ֗ה לַמְּדֵ֥נִי חֻקֶּֽיךָ׃
13 Ләвлирим билән мән баян қилимән, Ағзиңдики барлиқ һөкүмлириңни.
בִּשְׂפָתַ֥י סִפַּ֑רְתִּי כֹּ֝֗ל מִשְׁפְּטֵי־פִֽיךָ׃
14 Түрлүк байлиқлардин шатланғандәк, Агаһ-гувалиқлириңға әгәшкән йолда шатландим.
בְּדֶ֖רֶךְ עֵדְוֹתֶ֥יךָ שַׂ֗שְׂתִּי כְּעַ֣ל כָּל־הֹֽון׃
15 Мән көрсәтмилириң үстидә сеғинип ойлинимән; Излириңға қарап ойлинимән.
בְּפִקֻּדֶ֥יךָ אָשִׂ֑יחָה וְ֝אַבִּ֗יטָה אֹרְחֹתֶֽיךָ׃
16 Бәлгүлимилириңни хурсәнлик дәп билимән; Сөз-каламиңни унтумаймән.
בְּחֻקֹּתֶ֥יךָ אֶֽשְׁתַּעֲשָׁ֑ע לֹ֭א אֶשְׁכַּ֣ח דְּבָרֶֽךָ׃
17 (Гимәл) Қулуңға меһриванлиқни көрсәткәйсән, шуниң билән мән яшаймән, Каламиңға бойсунимән.
גְּמֹ֖ל עַֽל־עַבְדְּךָ֥ אֶֽחְיֶ֗ה וְאֶשְׁמְרָ֥ה דְבָרֶֽךָ׃
18 Тәврат-қанунуңдин карамәт сирларни көрүшүм үчүн, Көзлиримни ачқайсән!
גַּל־עֵינַ֥י וְאַבִּ֑יטָה נִ֝פְלָאֹ֗ות מִתֹּורָתֶֽךָ׃
19 Мән бу дунияда мусапирмән; Әмирлириңни мәндин йошурмиғайсән.
גֵּ֣ר אָנֹכִ֣י בָאָ֑רֶץ אַל־תַּסְתֵּ֥ר מִ֝מֶּ֗נִּי מִצְוֹתֶֽיךָ׃
20 Һөкүмлириңгә һәр қачан интизар болуп, Жүригим езилип кетәй дәп қалди.
גָּרְסָ֣ה נַפְשִׁ֣י לְתַאֲבָ֑ה אֶֽל־מִשְׁפָּטֶ֥יךָ בְכָל־עֵֽת׃
21 Сән ләнәткә буйрулған тәкәббурларға тәнбиһ берисән, Улар әмирлириңдин адишип кетиду.
גָּ֭עַרְתָּ זֵדִ֣ים אֲרוּרִ֑ים הַ֝שֹּׁגִים מִמִּצְוֹתֶֽיךָ׃
22 Мәндин аһанәт һәм мәсқирини жираққа кәткүзгәйсән; Чүнки агаһ-гувалиқлириңни тутимән.
גַּ֣ל מֵֽ֭עָלַי חֶרְפָּ֣ה וָב֑וּז כִּ֖י עֵדֹתֶ֣יךָ נָצָֽרְתִּי׃
23 Әмирләр олтирип яман гепимни қилишмақта; Сениң қулуң болса бәлгүлимилириң үстидә сеғинип ойлайду.
גַּ֤ם יָֽשְׁב֣וּ שָׂ֭רִים בִּ֣י נִדְבָּ֑רוּ עַ֝בְדְּךָ֗ יָשִׂ֥יחַ בְּחֻקֶּֽיךָ׃
24 Сениң агаһ-гувалиқлириң мениң хурсәнлигим, Мениң мәслиһәтчилиримдур.
גַּֽם־עֵ֭דֹתֶיךָ שַׁעֲשֻׁעָ֗י אַנְשֵׁ֥י עֲצָתִֽי׃
25 (Даләт) Мениң җеним тупраққа йепишқан; Сөз-каламиң бойичә мени йеңиландурғайсән.
דָּֽבְקָ֣ה לֶעָפָ֣ר נַפְשִׁ֑י חַ֝יֵּ֗נִי כִּדְבָרֶֽךָ׃
26 Өз йоллиримни алдиңда очуқ баян қилдим, Сән маңа җавап бәрдиң; Маңа бәлгүлимилириңни үгәткәйсән.
דְּרָכַ֣י סִ֭פַּרְתִּי וַֽתַּעֲנֵ֗נִי לַמְּדֵ֥נִי חֻקֶּֽיךָ׃
27 Мени көрсәтмилириңниң йолини чүшинидиған қилғайсән, Андин мән карамәтлириң үстидә сеғинип ойлинимән.
דֶּֽרֶךְ־פִּקּוּדֶ֥יךָ הֲבִינֵ֑נִי וְ֝אָשִׂ֗יחָה בְּנִפְלְאֹותֶֽיךָ׃
28 Җеним қайғу билән ерип кетиду; Сөз-каламиң бойичә мени күчләндүргәйсән.
דָּלְפָ֣ה נַ֭פְשִׁי מִתּוּגָ֑ה קַ֝יְּמֵ֗נִי כִּדְבָרֶֽךָ׃
29 Мәндин алдамчи йолни нери қилғайсән; Шәпқәт қилип маңа Тәврат-қанунуңни беғишлиғайсән;
דֶּֽרֶךְ־שֶׁ֭קֶר הָסֵ֣ר מִמֶּ֑נִּי וְֽתֹורָתְךָ֥ חָנֵּֽנִי׃
30 Мән һәқиқәт-садақәт йолини талливалдим; Һөкүмлириңни алдимда қойдум.
דֶּֽרֶךְ־אֱמוּנָ֥ה בָחָ֑רְתִּי מִשְׁפָּטֶ֥יךָ שִׁוִּֽיתִי׃
31 Агаһ-гувалириңни чиң тутимән; Пәрвәрдигар, мени уятқа қалдурмиғайсән.
דָּבַ֥קְתִּי בְעֵֽדְוֹתֶ֑יךָ יְ֝הוָ֗ה אַל־תְּבִישֵֽׁנִי׃
32 Сән мениң қәлбимни кәң-азатә қилишиң билән, Әмирлириң йолиға әгишип жүгүримән.
דֶּֽרֶךְ־מִצְוֹתֶ֥יךָ אָר֑וּץ כִּ֖י תַרְחִ֣יב לִבִּֽי׃
33 (Хе) И Пәрвәрдигар, бәлгүлимилириңниң йолини маңа аян қилғайсән; Мән уни ахирғичә тутимән.
הֹורֵ֣נִי יְ֭הוָה דֶּ֥רֶךְ חֻקֶּ֗יךָ וְאֶצְּרֶ֥נָּה עֵֽקֶב׃
34 Мени йорутқайсән, мән Тәврат-қанунуңни тутимән, Шундақла пүтүн қәлбим билән униңға әмәл қилимән.
הֲ֭בִינֵנִי וְאֶצְּרָ֥ה תֹֽורָתֶ֗ךָ וְאֶשְׁמְרֶ֥נָּה בְכָל־לֵֽב׃
35 Мени әмирлириңниң йолида маңидиған қилғайсән; Чүнки уларни хурсәнлик дәп билимән.
הַ֭דְרִיכֵנִי בִּנְתִ֣יב מִצְוֹתֶ֑יךָ כִּי־בֹ֥ו חָפָֽצְתִּי׃
36 Мениң қәлбимни шәхсий мәнпәәткә әмәс, Бәлки агаһ-гувалиқлириңға майил қилғайсән.
הַט־לִ֭בִּי אֶל־עֵדְוֹתֶ֗יךָ וְאַ֣ל אֶל־בָּֽצַע׃
37 Көзлиримни сахтини көрүштин яндурғайсән; Мени йолуңда җанландурғайсән;
הַעֲבֵ֣ר עֵ֭ינַי מֵרְאֹ֣ות שָׁ֑וְא בִּדְרָכֶ֥ךָ חַיֵּֽנִי׃
38 Сән қулуңға болған вәдәңни әмәлгә ашурғайсән; Шуниң билән хәқләр Сәндин әйминиду.
הָקֵ֣ם לְ֭עַבְדְּךָ אִמְרָתֶ֑ךָ אֲ֝שֶׁ֗ר לְיִרְאָתֶֽךָ׃
39 Мән қорққан шәрмәндиликни нери кәткүзгәйсән; Чүнки Сениң һөкүмлириң әладур.
הַעֲבֵ֣ר חֶ֭רְפָּתִי אֲשֶׁ֣ר יָגֹ֑רְתִּי כִּ֖י מִשְׁפָּטֶ֣יךָ טֹובִֽים׃
40 Мана, мән көрсәтмилириңгә тәшна болуп кәлдим; Өз һәққанийитиңдә мени җанландурғайсән;
הִ֭נֵּה תָּאַ֣בְתִּי לְפִקֻּדֶ֑יךָ בְּצִדְקָתְךָ֥ חַיֵּֽנִי׃
41 : (Вав) Вә меһир-муһәббәтлириң йенимға кәлсун, и Пәрвәрдигар; Вәдәң бойичә ниҗатлиғиң йенимға кәлсун;
וִֽיבֹאֻ֣נִי חֲסָדֶ֣ךָ יְהוָ֑ה תְּ֝שֽׁוּעָתְךָ֗ כְּאִמְרָתֶֽךָ׃
42 Шунда мәндә мени мәсқирә қилғучиға бәргидәк җавап болиду; Чүнки сөзүңгә тайинимән.
וְאֶֽעֱנֶ֣ה חֹרְפִ֣י דָבָ֑ר כִּֽי־בָ֝טַחְתִּי בִּדְבָרֶֽךָ׃
43 Вә ағзимдин һәқиқәтниң сөзини елип ташлимиғайсән; Чүнки һөкүмлириңгә үмүт бағлидим;
וְֽאַל־תַּצֵּ֬ל מִפִּ֣י דְבַר־אֱמֶ֣ת עַד־מְאֹ֑ד כִּ֖י לְמִשְׁפָּטֶ֣ךָ יִחָֽלְתִּי׃
44 Шунда мән Сениң Тәврат-қанунуңни һәр қачан тутимән, Бәрһәқ, әбәдил-әбәткичә тутимән;
וְאֶשְׁמְרָ֖ה תֹורָתְךָ֥ תָמִ֗יד לְעֹולָ֥ם וָעֶֽד׃
45 Шунда мән азатиликтә маңимән; Чүнки көрсәтмилириңни издидим.
וְאֶתְהַלְּכָ֥ה בָרְחָבָ֑ה כִּ֖י פִקֻּדֶ֣יךָ דָרָֽשְׁתִּי׃
46 Шунда мән падишалар алдида агаһ-гувалиқлириң тоғрилиқ сөзләймән, Бу ишларда мән йәргә қарап қалмаймән.
וַאֲדַבְּרָ֣ה בְ֭עֵדֹתֶיךָ נֶ֥גֶד מְלָכִ֗ים וְלֹ֣א אֵבֹֽושׁ׃
47 Вә әмирлириңни хурсәнлик дәп билимән, Чүнки уларни сөйүп кәлдим;
וְאֶשְׁתַּֽעֲשַׁ֥ע בְּמִצְוֹתֶ֗יךָ אֲשֶׁ֣ר אָהָֽבְתִּי׃
48 Мән сөйүп кәлгән әмирлириңгә қоллиримни созуп интилимән, Вә бәлгүлимилириң үстидә сеғинип ойлинимән.
וְאֶשָּֽׂא־כַפַּ֗י אֶֽל־מִ֭צְוֹתֶיךָ אֲשֶׁ֥ר אָהָ֗בְתִּי וְאָשִׂ֥יחָה בְחֻקֶּֽיךָ׃
49 (Заин) Сән қулуңға бәргән сөзүңни, Йәни маңа үмүт беғишлиған каламиңни әслигәйсән.
זְכֹר־דָּבָ֥ר לְעַבְדֶּ֑ךָ עַ֝֗ל אֲשֶׁ֣ר יִֽחַלְתָּֽנִי׃
50 У болса дәрдимгә болған тәсәллидур; Чүнки сөз-вәдәң мени җанландурди.
זֹ֣את נֶחָמָתִ֣י בְעָנְיִ֑י כִּ֖י אִמְרָתְךָ֣ חִיָּֽתְנִי׃
51 Тәкәббурлар әшәддий һақарәтлигини билән, Лекин Тәврат-қанунуңдин һеч чәтнимидим.
זֵ֭דִים הֱלִיצֻ֣נִי עַד־מְאֹ֑ד מִ֝תֹּֽורָתְךָ֗ לֹ֣א נָטִֽיתִי׃
52 Қедимдә бекитилгән һөкүмлириңни ядимға кәлтүрдүм, и Пәрвәрдигар, Шундақ қилип өзүмгә тәсәлли бәрдим.
זָ֘כַ֤רְתִּי מִשְׁפָּטֶ֖יךָ מֵעֹולָ֥ם ׀ יְהוָ֗ה וָֽאֶתְנֶחָֽם׃
53 Тәврат-қанунуңни ташливәткән рәзилләр вәҗидин, Отлуқ ғәзәп мәндә қайнап ташти.
זַלְעָפָ֣ה אֲ֭חָזַתְנִי מֵרְשָׁעִ֑ים עֹ֝זְבֵ֗י תֹּורָתֶֽךָ׃
54 Мусапир болуп турған җайимда, Көрсәтмилириң мениң нахшилирим болди.
זְ֭מִרֹות הָֽיוּ־לִ֥י חֻקֶּ֗יךָ בְּבֵ֣ית מְגוּרָֽי׃
55 Кечидә, и Пәрвәрдигар, намиңни әсләп жүрдум, Тәврат-қанунуңни тутуп кәлдим.
זָ֘כַ֤רְתִּי בַלַּ֣יְלָה שִׁמְךָ֣ יְהוָ֑ה וָֽ֝אֶשְׁמְרָ֗ה תֹּורָתֶֽךָ׃
56 Мән буниңға несип болдум, Чүнки мән көрсәтмилириңкә итаәт қилип кәлдим.
זֹ֥את הָֽיְתָה־לִּ֑י כִּ֖י פִקֻּדֶ֣יךָ נָצָֽרְתִּי׃
57 (Хәт) Өзүң мениң несивәмдурсән, и Пәрвәрдигар; «Сениң сөз-каламиңни тутай» — дедим.
חֶלְקִ֖י יְהוָ֥ה אָמַ֗רְתִּי לִשְׁמֹ֥ר דְּבָרֶֽיךָ׃
58 Мән пүтүн қәлбим билән дидариңға интилип йелиндим; Вәдәң бойичә маңа шапаәт көрсәткәйсән.
חִלִּ֣יתִי פָנֶ֣יךָ בְכָל־לֵ֑ב חָ֝נֵּ֗נִי כְּאִמְרָתֶֽךָ׃
59 Мән йоллириң үстидә ойландим, Аяқлиримни агаһ-гувалиқлириңға қаритип буридим.
חִשַּׁ֥בְתִּי דְרָכָ֑י וָאָשִׁ֥יבָה רַ֝גְלַ֗י אֶל־עֵדֹתֶֽיךָ׃
60 Мән алдиридим, һеч кечикмидим, Сениң әмирлириңгә әмәл қилишқа.
חַ֭שְׁתִּי וְלֹ֣א הִתְמַהְמָ֑הְתִּי לִ֝שְׁמֹ֗ר מִצְוֹתֶֽיךָ׃
61 Рәзилләрниң асарәтлири мени чирмивалғини билән, Мән Тәврат-қанунуңни һеч унтумидим.
חֶבְלֵ֣י רְשָׁעִ֣ים עִוְּדֻ֑נִי תֹּֽ֝ורָתְךָ֗ לֹ֣א שָׁכָֽחְתִּי׃
62 Һәққаний һөкүмлириң үчүн, Түн кечидә тәшәккүр ейтқили қопимән.
חֲצֹֽות־לַ֗יְלָה אָ֭קוּם לְהֹודֹ֣ות לָ֑ךְ עַ֝֗ל מִשְׁפְּטֵ֥י צִדְקֶֽךָ׃
63 Мән Сәндин қорқидиғанларниң, Көрсәтмилириңгә әгәшкәнләрниң һәммисиниң үлпитидурмән.
חָבֵ֣ר אָ֭נִי לְכָל־אֲשֶׁ֣ר יְרֵא֑וּךָ וּ֝לְשֹׁמְרֵ֗י פִּקּוּדֶֽיךָ׃
64 Җаһан, и Пәрвәрдигар, Сениң өзгәрмәс муһәббитиң билән толди; Маңа бәлгүлимилириңни үгәткәйсән.
חַסְדְּךָ֣ יְ֭הוָה מָלְאָ֥ה הָאָ֗רֶץ חֻקֶּ֥יךָ לַמְּדֵֽנִי׃
65 (Тәт) Сөз-каламиң бойичә, и Пәрвәрдигар, Өз қулуңға меһриванлиқни көрситип кәлгәнсән.
טֹ֭וב עָשִׂ֣יתָ עִֽם־עַבְדְּךָ֑ יְ֝הוָ֗ה כִּדְבָרֶֽךָ׃
66 Маңа убдан пәриқ етишни вә билимни үгәткәйсән; Чүнки мән әмирлириңгә ишәндим.
ט֤וּב טַ֣עַם וָדַ֣עַת לַמְּדֵ֑נִי כִּ֖י בְמִצְוֹתֶ֣יךָ הֶאֱמָֽנְתִּי׃
67 Мән азапқа учраштин бурун йолдин азған, Бирақ һазир сөзүңни тутимән.
טֶ֣רֶם אֶ֭עֱנֶה אֲנִ֣י שֹׁגֵ֑ג וְ֝עַתָּ֗ה אִמְרָתְךָ֥ שָׁמָֽרְתִּי׃
68 Сән меһривандурсән, меһриванлиқ қилисән, Маңа бәлгүлимилириңни үгәткәйсән.
טֹוב־אַתָּ֥ה וּמֵטִ֗יב לַמְּדֵ֥נִי חֻקֶּֽיךָ׃
69 Тәкәббурлар маңа қара чаплашти; Бирақ көрсәтмилириңгә пүтүн қәлбим билән итаәт қилимән.
טָפְל֬וּ עָלַ֣י שֶׁ֣קֶר זֵדִ֑ים אֲ֝נִ֗י בְּכָל־לֵ֤ב ׀ אֱצֹּ֬ר פִּקּוּדֶֽיךָ׃
70 Уларниң қәлби туймас болуп кәтти; Бирақ мән болсам Тәврат-қанунуңни хурсәнлик дәп билимән.
טָפַ֣שׁ כַּחֵ֣לֶב לִבָּ֑ם אֲ֝נִ֗י תֹּורָתְךָ֥ שִֽׁעֲשָֽׁעְתִּי׃
71 Азапқа учриғиним яхши болди, Шуниң билән бәлгүлимилириңни үгәндим.
טֹֽוב־לִ֥י כִֽי־עֻנֵּ֑יתִי לְ֝מַ֗עַן אֶלְמַ֥ד חֻקֶּֽיךָ׃
72 Мән үчүн ағзиңдики қанун-тәлим, Миңлиған алтун-күмүч тәңгидин әвзәлдур.
טֹֽוב־לִ֥י תֹֽורַת־פִּ֑יךָ מֵ֝אַלְפֵ֗י זָהָ֥ב וָכָֽסֶף׃
73 (Йод) Сениң қоллириң мени ясиған, мени мустәһкәмлиди; Мени йорутқайсән, әмирлириңни үгинимән.
יָדֶ֣יךָ עָ֭שׂוּנִי וַֽיְכֹונְנ֑וּנִי הֲ֝בִינֵ֗נִי וְאֶלְמְדָ֥ה מִצְוֹתֶֽיךָ׃
74 Сәндин әйминидиғанлар мени көрүп шатлиниду; Чүнки мән сөз-каламиңға үмүт бағлап кәлдим.
יְ֭רֵאֶיךָ יִרְא֣וּנִי וְיִשְׂמָ֑חוּ כִּ֖י לִדְבָרְךָ֣ יִחָֽלְתִּי׃
75 И Пәрвәрдигар, Сениң һөкүмлириңниң һәққаний екәнлигини, Вападарлиғиңдин мени азапқа салғиниңни билимән.
יָדַ֣עְתִּי יְ֭הוָה כִּי־צֶ֣דֶק מִשְׁפָּטֶ֑יךָ וֶ֝אֱמוּנָ֗ה עִנִּיתָֽנִי׃
76 Аһ, қулуңға бәргән вәдәң бойичә, Өзгәрмәс муһәббитиң тәсәллийим болсун.
יְהִי־נָ֣א חַסְדְּךָ֣ לְנַחֲמֵ֑נִי כְּאִמְרָתְךָ֥ לְעַבְדֶּֽךָ׃
77 Мениң яшишим үчүн, Рәһимдиллиқлириң йенимға кәлсун; Чүнки Тәврат-қанунуң мениң хурсәнлигимдур.
יְבֹא֣וּנִי רַחֲמֶ֣יךָ וְאֶֽחְיֶ֑ה כִּי־תֹֽ֝ורָתְךָ֗ שַֽׁעֲשֻׁעָֽי׃
78 Тәкәббурлар хиҗаләттә қалсун; Чүнки улар маңа ялғанчилиқ билән тәтүрлүк қилған; Мән болсам, көрсәтмилириң үстидә сеғинип ойлинимән.
יֵבֹ֣שׁוּ זֵ֭דִים כִּי־שֶׁ֣קֶר עִוְּת֑וּנִי אֲ֝נִ֗י אָשִׂ֥יחַ בְּפִקּוּדֶֽיךָ׃
79 Сәндин әйминидиғанлар мән тәрәпкә бурулуп кәлсун; Агаһ-гувалиқлириңни билгәнләрму шундақ болсун.
יָשׁ֣וּבוּ לִ֣י יְרֵאֶ֑יךָ וְיָדְעוּ (וְ֝יֹדְעֵ֗י) עֵדֹתֶֽיךָ׃
80 Көңлүм бәлгүлимилириңдә мукәммәл болсун; Шуниң билән йәргә қарап қалмаймән.
יְהִֽי־לִבִּ֣י תָמִ֣ים בְּחֻקֶּ֑יךָ לְ֝מַ֗עַן לֹ֣א אֵבֹֽושׁ׃
81 (Каф) Җеним ниҗатлиғиңға тәлмүрүп һалидин кетәй дәватиду; Мән сөз-каламиңға үмүт бағлидим.
כָּלְתָ֣ה לִתְשׁוּעָתְךָ֣ נַפְשִׁ֑י לִדְבָרְךָ֥ יִחָֽלְתִּי׃
82 Көзүм сөз-вәдәңгә тәлмүрүп түгишәй деди, «Сән қачанму маңа тәсәлли берәрсән» — дәп.
כָּל֣וּ עֵ֭ינַי לְאִמְרָתֶ֑ךָ לֵ֝אמֹ֗ר מָתַ֥י תְּֽנַחֲמֵֽנִי׃
83 Чүнки мән ислинип қуруп кәткән тулумдәк болдум, Бирақ бәлгүлимилириңни унтумаймән.
כִּֽי־הָ֭יִיתִי כְּנֹ֣אד בְּקִיטֹ֑ור חֻ֝קֶּ֗יךָ לֹ֣א שָׁכָֽחְתִּי׃
84 Қулуңниң күнлири қанчә болиду? Маңа зиянкәшлик қилғанларни қачан җазалайсән?
כַּמָּ֥ה יְמֵֽי־עַבְדֶּ֑ךָ מָתַ֬י תַּעֲשֶׂ֖ה בְרֹדְפַ֣י מִשְׁפָּֽט׃
85 Тәкәббурлар маңа ориларни колиған; Бу ишлар Тәвратиңға мухалиптур;
כָּֽרוּ־לִ֣י זֵדִ֣ים שִׁיחֹ֑ות אֲ֝שֶׁ֗ר לֹ֣א כְתֹורָתֶֽךָ׃
86 Сениң барлиқ әмирлириң ишәшликтур; Улар йолсизлиқ билән мени қистимақта; Маңа ярдәм қилғайсән!
כָּל־מִצְוֹתֶ֥יךָ אֱמוּנָ֑ה שֶׁ֖קֶר רְדָפ֣וּנִי עָזְרֵֽנִי׃
87 Улар мени йәр йүзидин йоқатқили қил қалди; Бирақ мән болсам, көрсәтмилириңдин ваз кәчмидим.
כִּ֭מְעַט כִּלּ֣וּנִי בָאָ֑רֶץ וַ֝אֲנִ֗י לֹא־עָזַ֥בְתִּי פִקֻּודֶֽיךָ׃
88 Өзгәрмәс муһәббитиң бойичә мени җанландурғайсән, Вә ағзиңдики агаһ-гувалиқлириңни тутимән.
כְּחַסְדְּךָ֥ חַיֵּ֑נִי וְ֝אֶשְׁמְרָ֗ה עֵד֥וּת פִּֽיךָ׃
89 (Ламәд) Мәңгүгә, и Пәрвәрдигар, Сөз-каламиң әршләрдә бекитилгәндур.
לְעֹולָ֥ם יְהוָ֑ה דְּ֝בָרְךָ֗ נִצָּ֥ב בַּשָּׁמָֽיִם׃
90 Сениң садақитиң дәвирдин-дәвиргичидур; Сән йәр-зиминни муқим бекиткәнсән, у мәвҗут болуп туриду.
לְדֹ֣ר וָ֭דֹר אֱמֽוּנָתֶ֑ךָ כֹּונַ֥נְתָּ אֶ֝֗רֶץ וַֽתַּעֲמֹֽד׃
91 Сениң һөкүм-қанунийәтлириң билән булар бүгүнки күндиму туриду; Чүнки барлиқ мәвҗудатлар Сениң хизмитиңдидур.
לְֽ֭מִשְׁפָּטֶיךָ עָמְד֣וּ הַיֹּ֑ום כִּ֖י הַכֹּ֣ל עֲבָדֶֽיךָ׃
92 Сениң Тәврат-қанунуң хурсәнлигим болмиған болса, Азавимда йоқап кетәр едим.
לוּלֵ֣י תֹ֭ורָתְךָ שַׁעֲשֻׁעָ֑י אָ֝֗ז אָבַ֥דְתִּי בְעָנְיִֽי׃
93 Мән Сениң көрсәтмилириңни һәргиз унтумаймән; Чүнки мошулар арқилиқ маңа һаятлиқ бәрдиң;
לְ֭עֹולָם לֹא־אֶשְׁכַּ֣ח פִּקּוּדֶ֑יךָ כִּ֥י בָ֝֗ם חִיִּיתָֽנִי׃
94 Мән Сениңкидурмән, мени қутқузғайсән; Чүнки мән көрсәтмилириңни издәп кәлдим.
לְֽךָ־אֲ֭נִי הֹושִׁיעֵ֑נִי כִּ֖י פִקּוּדֶ֣יךָ דָרָֽשְׁתִּי׃
95 Рәзилләр мени һалак қилишни күтмәктә; Бирақ мән агаһ-гувалириңни көңлүмдә тутуп ойлаймән.
לִ֤י קִוּ֣וּ רְשָׁעִ֣ים לְאַבְּדֵ֑נִי עֵ֝דֹתֶ֗יךָ אֶתְבֹּונָֽן׃
96 Мән һәммә мукәммәлликниң чеки бар дәп билип йәттим; Бирақ Сениң әмир-каламиң чәксиз кәңдур!
לְֽכָל תִּ֭כְלָה רָאִ֣יתִי קֵ֑ץ רְחָבָ֖ה מִצְוָתְךָ֣ מְאֹֽד׃
97 (Мәм) Аһ, мениң Тәврат-қанунуңға болған муһәббитим нәқәдәр чоңқурдур! Күн бойи у мениң сеғинип ойлайдиғинимдур.
מָֽה־אָהַ֥בְתִּי תֹורָתֶ֑ךָ כָּל־הַ֝יֹּ֗ום הִ֣יא שִׂיחָתִֽי׃
98 Әмирлириң һәрдайим мән билән биллә турғачқа, Мени дүшмәнлиримдин дана қилиду;
מֵ֭אֹ֣יְבַי תְּחַכְּמֵ֣נִי מִצְוֹתֶ֑ךָ כִּ֖י לְעֹולָ֣ם הִיא־לִֽי׃
99 Барлиқ устазлиримдин көп йорутулғанмән, Чүнки агаһ-гувалириң сеғинишимдур.
מִכָּל־מְלַמְּדַ֥י הִשְׂכַּ֑לְתִּי כִּ֥י עֵ֝דְוֹתֶ֗יךָ שִׂ֣יחָה לִֽֿי׃
100 Мән қерилардин көпрәк чүшинимән, Чүнки көрсәтмилириңгә итаәт қилип кәлдим.
מִזְּקֵנִ֥ים אֶתְבֹּונָ֑ן כִּ֖י פִקּוּדֶ֣יךָ נָצָֽרְתִּי׃
101 Сөз-каламиңға әмәл қилишим үчүн, Аяқлиримни һәммә яман йолдин тарттим.
מִכָּל־אֹ֣רַח רָ֭ע כָּלִ֣אתִי רַגְלָ֑י לְ֝מַ֗עַן אֶשְׁמֹ֥ר דְּבָרֶֽךָ׃
102 Һөкүмлириңдин һеч чиқмидим; Чүнки маңа үгәткән Сән өзүңдурсән.
מִמִּשְׁפָּטֶ֥יךָ לֹא־סָ֑רְתִּי כִּֽי־אַ֝תָּ֗ה הֹורֵתָֽנִי׃
103 Сөзлириң тилимға шунчә шерин тетийду! Ағзимда һәсәлдин татлиқтур!
מַה־נִּמְלְצ֣וּ לְ֭חִכִּי אִמְרָתֶ֗ךָ מִדְּבַ֥שׁ לְפִֽי׃
104 Көрсәтмилириңдин мән йорутулдум; Шуңа барлиқ сахта йолни өч көримән.
מִפִּקּוּדֶ֥יךָ אֶתְבֹּונָ֑ן עַל־כֵּ֝֗ן שָׂנֵ֤אתִי ׀ כָּל־אֹ֬רַח שָֽׁקֶר׃
105 (Нун) Сөз-каламиң айиғим алдидики чирақ, Йолумға нурдур.
נֵר־לְרַגְלִ֥י דְבָרֶ֑ךָ וְ֝אֹ֗ור לִנְתִיבָתִֽי׃
106 Қәсәм ичтим, әмәл қилимәнки, Мән һәққаний һөкүмлириңни тутимән.
נִשְׁבַּ֥עְתִּי וָאֲקַיֵּ֑מָה לִ֝שְׁמֹ֗ר מִשְׁפְּטֵ֥י צִדְקֶֽךָ׃
107 Зор азап-оқубәтләрни чәктим, и Пәрвәрдигар; Сөз-каламиң бойичә мени җанландурғайсән.
נַעֲנֵ֥יתִי עַד־מְאֹ֑ד יְ֝הוָ֗ה חַיֵּ֥נִי כִדְבָרֶֽךָ׃
108 Қобул қилғайсән, и Пәрвәрдигар, ағзимдики халис қурбанлиқларни, Маңа һөкүмлириңни үгәткәйсән.
נִדְבֹ֣ות פִּ֭י רְצֵה־נָ֣א יְהוָ֑ה וּֽמִשְׁפָּטֶ֥יךָ לַמְּדֵֽנִי׃
109 Җенимни алиқинимда дайим елип жүримән, Бирақ Тәврат-қанунуңни пәқәт унтумаймән.
נַפְשִׁ֣י בְכַפִּ֣י תָמִ֑יד וְ֝תֹֽורָתְךָ֗ לֹ֣א שָׁכָֽחְתִּי׃
110 Рәзилләр мән үчүн қилтақ қурди; Бирақ көрсәтмилириңдин адашмидим.
נָתְנ֬וּ רְשָׁעִ֣ים פַּ֣ח לִ֑י וּ֝מִפִּקּוּדֶ֗יךָ לֹ֣א תָעִֽיתִי׃
111 Агаһ-гувалиқлириңни мирас қилип мәңгүгә қобул қилдим; Чүнки улар көңлүмниң шатлиғидур.
נָחַ֣לְתִּי עֵדְוֹתֶ֣יךָ לְעֹולָ֑ם כִּֽי־שְׂשֹׂ֖ון לִבִּ֣י הֵֽמָּה׃
112 Мән көңлүмни бәлгүлимилириңгә мәңгүгә [әмәл қилишқа], Йәни ахирғичә әмәл қилишқа майил қилдим.
נָטִ֣יתִי לִ֭בִּי לַעֲשֹׂ֥ות חֻקֶּ֗יךָ לְעֹולָ֥ם עֵֽקֶב׃
113 (Самәқ) Ала көңүлләрни өч көрүп кәлдим; Сөйгиним болса, Тәврат-қанунуңдур.
סֵעֲפִ֥ים שָׂנֵ֑אתִי וְֽתֹורָתְךָ֥ אָהָֽבְתִּי׃
114 Сән мениң далда җайим, мениң қалқанимдурсән; Сөз-каламиңға үмүт бағлидим.
סִתְרִ֣י וּמָגִנִּ֣י אָ֑תָּה לִדְבָרְךָ֥ יִחָֽלְתִּי׃
115 Мән Худайимниң әмирлиригә әмәл қилишим үчүн, Мәндин нери болуңлар, и рәзиллик қилғучилар!
סֽוּרוּ־מִמֶּ֥נִּי מְרֵעִ֑ים וְ֝אֶצְּרָ֗ה מִצְוֹ֥ת אֱלֹהָֽי׃
116 Яшишим үчүн, Вәдәң бойичә мени йөлигәйсән; Үмүтүмниң алдида мени йәргә қаратмиғайсән.
סָמְכֵ֣נִי כְאִמְרָתְךָ֣ וְאֶֽחְיֶ֑ה וְאַל־תְּ֝בִישֵׁ֗נִי מִשִּׂבְרִֽי׃
117 Мени қоллап қувәтлигәйсән, шунда мән аман-есән жүримән; Вә бәлгүлимилириңни һәрдайим қәдирләймән.
סְעָדֵ֥נִי וְאִוָּשֵׁ֑עָה וְאֶשְׁעָ֖ה בְחֻקֶּ֣יךָ תָמִֽיד׃
118 Бәлгүлимилириңдин азғанларниң һәммисини нәзириңдин сақит қилдиң; Чүнки уларниң алдамчилиғи қуруқтур.
סָ֭לִיתָ כָּל־שֹׁוגִ֣ים מֵחֻקֶּ֑יךָ כִּי־שֶׁ֝֗קֶר תַּרְמִיתָֽם׃
119 Сән йәр йүзидики барлиқ рәзилләрни дашқалдәк шаллап тазилайсән; Шуңа мән агаһ-гувалиқлириңни сөйимән.
סִגִ֗ים הִשְׁבַּ֥תָּ כָל־רִשְׁעֵי־אָ֑רֶץ לָ֝כֵ֗ן אָהַ֥בְתִּי עֵדֹתֶֽיךָ׃
120 Әтлирим Сениңдин болған әймиништин титрәйду; Һөкүмлириңдин қорқуп жүримән.
סָמַ֣ר מִפַּחְדְּךָ֣ בְשָׂרִ֑י וּֽמִמִּשְׁפָּטֶ֥יךָ יָרֵֽאתִי׃
121 (Айин) Мән дурус һөкүмләрни вә адаләтни жүргүздум; Мени әзгүчиләргә ташлап қоймиғайсән;
עָ֭שִׂיתִי מִשְׁפָּ֣ט וָצֶ֑דֶק בַּל־תַּ֝נִּיחֵ֗נִי לְעֹֽשְׁקָֽי׃
122 Өз қулуң үчүн яхшилиққа капаләт болғайсән; Тәкәббурларға мени әзгүзмигәйсән.
עֲרֹ֣ב עַבְדְּךָ֣ לְטֹ֑וב אַֽל־יַעַשְׁקֻ֥נִי זֵדִֽים׃
123 Көзүм ниҗатлиғиңға тәшна болуп, Һәм һәққанийитиң тоғрилиқ вәдәңгә тәлмүрүп түгишәй дәп қалди;
עֵ֭ינַי כָּל֣וּ לִֽישׁוּעָתֶ֑ךָ וּלְאִמְרַ֥ת צִדְקֶֽךָ׃
124 Өзгәрмәс муһәббитиң билән қулуңға муамилә қилғайсән; Бәлгүлимилириңни маңа үгәткәйсән.
עֲשֵׂ֖ה עִם־עַבְדְּךָ֥ כְחַסְדֶּ֗ךָ וְחֻקֶּ֥יךָ לַמְּדֵֽנִי׃
125 Мән Сениң қулуңдурмән; Агаһ-гувалиқлириңни билип йетишим үчүн мени йорутқайсән.
עַבְדְּךָ־אָ֥נִי הֲבִינֵ֑נִי וְ֝אֵדְעָ֗ה עֵדֹתֶֽיךָ׃
126 Пәрвәрдигар һәрикәткә келиш вақти кәлди! Чүнки улар Тәврат-қанунуңни бекар қиливетиду.
עֵ֭ת לַעֲשֹׂ֣ות לַיהוָ֑ה הֵ֝פֵ֗רוּ תֹּורָתֶֽךָ׃
127 Шу сәвәптин әмирлириңни алтундин артуқ сөйимән, Сап алтундин артуқ сөйимән;
עַל־כֵּ֭ן אָהַ֣בְתִּי מִצְוֹתֶ֑יךָ מִזָּהָ֥ב וּמִפָּֽז׃
128 Шуңа һәммә ишларни башқуридиған барлиқ көрсәтмилириңни тоғра дәп билимән; Барлиқ сахта йолни өч көримән.
עַל־כֵּ֤ן ׀ כָּל־פִּקּ֣וּדֵי כֹ֣ל יִשָּׁ֑רְתִּי כָּל־אֹ֖רַח שֶׁ֣קֶר שָׂנֵֽאתִי׃
129 (Пе) Агаһ-гувалиқлириң карамәттур; Шуңа җеним уларға әгишиду.
פְּלָאֹ֥ות עֵדְוֹתֶ֑יךָ עַל־כֵּ֝֗ן נְצָרָ֥תַם נַפְשִֽׁי׃
130 Сөзлириңниң йешими нур елип келиду; Наданларниму йорутиду.
פֵּ֖תַח דְּבָרֶ֥יךָ יָאִ֗יר מֵבִ֥ין פְּתָיִֽים׃
131 Ағзимни ечип һасирап кәттим, Чүнки әмирлириңгә тәшна болуп кәлдим.
פִּֽי־פָ֭עַרְתִּי וָאֶשְׁאָ֑פָה כִּ֖י לְמִצְוֹתֶ֣יךָ יָאָֽבְתִּי׃
132 Намиңни сөйгәнләргә болған адитиң бойичә, Җамалиңни мән тәрәпкә қаритип шәпқәт көрсәткәйсән.
פְּנֵה־אֵלַ֥י וְחָנֵּ֑נִי כְּ֝מִשְׁפָּ֗ט לְאֹהֲבֵ֥י שְׁמֶֽךָ׃
133 Қәдәмлиримни сөзүң билән тоғрилиғайсән; Үстүмгә һеч қәбиһликни һөкүм сүргүзмигәйсән.
פְּ֭עָמַי הָכֵ֣ן בְּאִמְרָתֶ֑ךָ וְֽאַל־תַּשְׁלֶט־בִּ֥י כָל־אָֽוֶן׃
134 Мени инсанниң зулумидин қутулдурғайсән, Шуниң билән Сениң көрсәтмилириңгә итаәт қилимән.
פְּ֭דֵנִי מֵעֹ֣שֶׁק אָדָ֑ם וְ֝אֶשְׁמְרָ֗ה פִּקּוּדֶֽיךָ׃
135 Җамалиңниң нурини қулуңниң үстигә чачтурғайсән; Маңа бәлгүлимилириңни үгәткәйсән.
פָּ֭נֶיךָ הָאֵ֣ר בְּעַבְדֶּ֑ךָ וְ֝לַמְּדֵ֗נִי אֶת־חֻקֶּֽיךָ׃
136 Көзлиримдин яш ериқлири ақиду, Чүнки инсанлар Тәврат-қанунуңға бойсунмайду.
פַּלְגֵי־מַ֭יִם יָרְד֣וּ עֵינָ֑י עַ֝֗ל לֹא־שָׁמְר֥וּ תֹורָתֶֽךָ׃
137 (Тсадә) Һәққанийдурсән, и Пәрвәрдигар; Һөкүмлириң тоғридур.
צַדִּ֣יק אַתָּ֣ה יְהוָ֑ה וְ֝יָשָׁ֗ר מִשְׁפָּטֶֽיךָ׃
138 Сән агаһ-гувалиқлириңни һәққанийлиқта буйруған; Улар толиму ишәшликтур!
צִ֭וִּיתָ צֶ֣דֶק עֵדֹתֶ֑יךָ וֶֽאֱמוּנָ֥ה מְאֹֽד׃
139 Отлуқ муһәббитим өзүмни йоқитиду, Чүнки мени хар қилғучилар сөзлириңгә писәнт қилмайду.
צִמְּתַ֥תְנִי קִנְאָתִ֑י כִּֽי־שָׁכְח֖וּ דְבָרֶ֣יךָ צָרָֽי׃
140 Сөзүң толуқ синап испатланғандур; Шуңа қулуң уни сөйиду.
צְרוּפָ֖ה אִמְרָתְךָ֥ מְאֹ֗ד וְֽעַבְדְּךָ֥ אֲהֵבָֽהּ׃
141 Мән териқтәктурмән, кәмситилгәнмән, Бирақ көрсәтмилириңни унтумаймән.
צָעִ֣יר אָנֹכִ֣י וְנִבְזֶ֑ה פִּ֝קֻּדֶ֗יךָ לֹ֣א שָׁכָֽחְתִּי׃
142 Сениң һәққанийитиң әбәдий бир һәққанийәттур, Тәврат-қанунуң һәқиқәттур.
צִדְקָתְךָ֣ צֶ֣דֶק לְעֹולָ֑ם וְֽתֹורָתְךָ֥ אֱמֶֽת׃
143 Пешкәллик вә азап маңа чирмишивалди; Бирақ әмирлириң мениң хурсәнликлиримдур.
צַר־וּמָצֹ֥וק מְצָא֑וּנִי מִ֝צְוֹתֶ֗יךָ שַׁעֲשֻׁעָֽי׃
144 Сениң агаһ-гувалиқлириңниң һәққанийлиғи әбәдийдур; Яшиғин дәп, мени йорутқайсән.
צֶ֖דֶק עֵדְוֹתֶ֥יךָ לְעֹולָ֗ם הֲבִינֵ֥נִי וְאֶחְיֶֽה׃
145 (Коф) Мән пүтүн қәлбим билән Саңа нида қилдим, и Пәрвәрдигар; Маңа җавап бәргәйсән; Мән бәлгүлимилириңни тутимән.
קָרָ֣אתִי בְכָל־לֵ֭ב עֲנֵ֥נִי יְהוָ֗ה חֻקֶּ֥יךָ אֶצֹּֽרָה׃
146 Мән Саңа нида қилимән; Мени қутқузғайсән; агаһ-гувалиқлириңға әгишимән.
קְרָאתִ֥יךָ הֹושִׁיעֵ֑נִי וְ֝אֶשְׁמְרָ֗ה עֵדֹתֶֽיךָ׃
147 Мән таң атмай орнумдин туруп пәряд көтиримән; Сөз-каламиңға үмүт бағлидим.
קִדַּ֣מְתִּי בַ֭נֶּשֶׁף וָאֲשַׁוֵּ֑עָה לִדְבָרֶיךָ (לִדְבָרְךָ֥) יִחָֽלְתִּי׃
148 Вәдилириң үстидә сеғинип ойлиниш үчүн, Түндики җесәкләр алмашмай туруп көзүм ечилиду.
קִדְּמ֣וּ עֵ֭ינַי אַשְׁמֻרֹ֑ות לָ֝שִׂ֗יחַ בְּאִמְרָתֶֽךָ׃
149 Өзгәрмәс муһәббитиң бойичә авазимни аңлиғайсән; И Пәрвәрдигар, һөкүмлириң бойичә мени җанландурғайсән.
קֹ֭ולִי שִׁמְעָ֣ה כְחַסְדֶּ֑ךָ יְ֝הוָ֗ה כְּֽמִשְׁפָּטֶ֥ךָ חַיֵּֽנִי׃
150 Қәбиһ нийәткә әгәшкәнләр маңа йеқинлашти, Улар Тәврат-қанунуңдин жирақтур.
קָ֭רְבוּ רֹדְפֵ֣י זִמָּ֑ה מִתֹּורָתְךָ֥ רָחָֽקוּ׃
151 И Пәрвәрдигар, Сән маңа йеқин турисән; Барлиқ әмирлириң һәқиқәттур.
קָרֹ֣וב אַתָּ֣ה יְהוָ֑ה וְֽכָל־מִצְוֹתֶ֥יךָ אֱמֶֽת׃
152 Узундин бери агаһ-гувалиқлириңдин үгәндимки, Уларни мәңгүгә инавәтлик қилғансән.
קֶ֣דֶם יָ֭דַעְתִּי מֵעֵדֹתֶ֑יךָ כִּ֖י לְעֹולָ֣ם יְסַדְתָּֽם׃
153 (Рәш) Мениң хар болғинимни көргәйсән, мени қутулдурғайсән; Чүнки Тәврат-қанунуңни унтумидим.
רְאֵֽה־עָנְיִ֥י וְחַלְּצֵ֑נִי כִּי־תֹֽ֝ורָתְךָ֗ לֹ֣א שָׁכָֽחְתִּי׃
154 Мениң дәвайимни сориғайсән, һәмҗәмәт болуп мени қутқузғайсән; Вәдәң бойичә мени җанландурғайсән.
רִיבָ֣ה רִ֭יבִי וּגְאָלֵ֑נִי לְאִמְרָתְךָ֥ חַיֵּֽנִי׃
155 Ниҗатлиқ рәзилләрдин жирақтур; Чүнки улар бәлгүлимилириңни издимәйду.
רָחֹ֣וק מֵרְשָׁעִ֣ים יְשׁוּעָ֑ה כִּֽי־חֻ֝קֶּיךָ לֹ֣א דָרָֽשׁוּ׃
156 Рәһимдиллиқлириң көптур, и Пәрвәрдигар; Һөкүмлириң бойичә мени җанландурғайсән.
רַחֲמֶ֖יךָ רַבִּ֥ים ׀ יְהוָ֑ה כְּֽמִשְׁפָּטֶ֥יךָ חַיֵּֽנִי׃
157 Маңа зиянкәшлик қилғучилар һәм мени хар қилғучилар көптур; Бирақ агаһ-гувалиқлириңдин һеч чәтнимидим.
רַ֭בִּים רֹדְפַ֣י וְצָרָ֑י מֵ֝עֵדְוֹתֶ֗יךָ לֹ֣א נָטִֽיתִי׃
158 Мән асийлиқ қилғучиларға қарап йиргәндим, Чүнки улар сөзүңни тутмайду.
רָאִ֣יתִי בֹ֭גְדִים וָֽאֶתְקֹוטָ֑טָה אֲשֶׁ֥ר אִ֝מְרָתְךָ֗ לֹ֣א שָׁמָֽרוּ׃
159 Сениң көрсәтмилириңни шунчә сөйгәнлигимни көргәйсән; Өзгәрмәс муһәббитиң бойичә мени җанландурғайсән, и Пәрвәрдигар.
רְ֭אֵה כִּי־פִקּוּדֶ֣יךָ אָהָ֑בְתִּי יְ֝הוָ֗ה כְּֽחַסְדְּךָ֥ חַיֵּֽנִי׃
160 Сөз-каламиңни муҗәссәмлигәндә андин һәқиқәт болур; Сениң һәр бир адил һөкүмүң әбәдийдур.
רֹאשׁ־דְּבָרְךָ֥ אֱמֶ֑ת וּ֝לְעֹולָ֗ם כָּל־מִשְׁפַּ֥ט צִדְקֶֽךָ׃
161 (Шийн) Әмирләр бекардин-бекар маңа зиянкәшлик қилиду; Бирақ жүригим каламиң алдидила титрәйду.
שָׂ֭רִים רְדָפ֣וּנִי חִנָּ֑ם וּמִדְּבָרֶיךָ (וּ֝מִדְּבָרְךָ֗) פָּחַ֥ד לִבִּֽי׃
162 Бириси зор олҗа тапқандәк, Вәдәңдин хошаллинимән.
שָׂ֣שׂ אָ֭נֹכִֽי עַל־אִמְרָתֶ֑ךָ כְּ֝מֹוצֵ֗א שָׁלָ֥ל רָֽב׃
163 Сахтилиқтин нәпрәтлинип жиркинимән; Сөйгиним Тәврат-қанунуңдур.
שֶׁ֣קֶר שָׂ֭נֵאתִי וַאֲתַעֵ֑בָה תֹּורָתְךָ֥ אָהָֽבְתִּי׃
164 Һәққаний һөкүмлириң түпәйлидин, Күндә йәттә қетим Сени мәдһийиләймән.
שֶׁ֣בַע בַּ֭יֹּום הִלַּלְתִּ֑יךָ עַ֝֗ל מִשְׁפְּטֵ֥י צִדְקֶֽךָ׃
165 Тәвратиңни сөйгәнләрниң зор хатирҗәмлиги бар; Һеч нәрсә уларни путлалмас.
שָׁלֹ֣ום רָ֭ב לְאֹהֲבֵ֣י תֹורָתֶ֑ךָ וְאֵֽין־לָ֥מֹו מִכְשֹֽׁול׃
166 Мән ниҗатлиғиңға үмүт бағлап күттүм, и Пәрвәрдигар, Әмирлириңгә әмәл қилип.
שִׂבַּ֣רְתִּי לִֽישׁוּעָתְךָ֣ יְהוָ֑ה וּֽמִצְוֹתֶ֥יךָ עָשִֽׂיתִי׃
167 Җеним агаһ-гувалиқлириңға әгишиду, Уларни интайин сөйимән.
שָֽׁמְרָ֣ה נַ֭פְשִׁי עֵדֹתֶ֑יךָ וָאֹהֲבֵ֥ם מְאֹֽד׃
168 Барлиқ йоллирим алдиңда болғач, Көрсәтмилириң һәм агаһ-гувалиқлириңға әгишимән.
שָׁמַ֣רְתִּי פִ֭קּוּדֶיךָ וְעֵדֹתֶ֑יךָ כִּ֖י כָל־דְּרָכַ֣י נֶגְדֶּֽךָ׃
169 (Тав) Мениң пәрядим алдиңға йеқин кәлсун, и Пәрвәрдигар; Каламиң бойичә мени йорутқайсән.
תִּקְרַ֤ב רִנָּתִ֣י לְפָנֶ֣יךָ יְהוָ֑ה כִּדְבָרְךָ֥ הֲבִינֵֽנִי׃
170 Йелинишим алдиңға кәлсун; Вәдәң бойичә мени қутулдурғайсән.
תָּבֹ֣וא תְּחִנָּתִ֣י לְפָנֶ֑יךָ כְּ֝אִמְרָתְךָ֗ הַצִּילֵֽנִי׃
171 Маңа бәлгүлимилириңни үгитишиң үчүн, Ләвлиримдин мәдһийиләр урғуп чиқиду.
תַּבַּ֣עְנָה שְׂפָתַ֣י תְּהִלָּ֑ה כִּ֖י תְלַמְּדֵ֣נִי חֻקֶּֽיךָ׃
172 Тилим сөзүңни күйләп нахша ейтиду, Чүнки әмирлириңниң һәммиси һәққанийдур.
תַּ֣עַן לְ֭שֹׁונִי אִמְרָתֶ֑ךָ כִּ֖י כָל־מִצְוֹתֶ֣יךָ צֶּֽדֶק׃
173 Қолуң маңа ярдәмгә тәйяр болсун; Чүнки мән көрсәтмилириңни талливалдим.
תְּהִֽי־יָדְךָ֥ לְעָזְרֵ֑נִי כִּ֖י פִקּוּדֶ֣יךָ בָחָֽרְתִּי׃
174 Мән ниҗатлиғиңға тәлмүрүп тәшна болуп кәлдим, и Пәрвәрдигар; Сениң Тәвратиң мениң хурсәнлигимдур.
תָּאַ֣בְתִּי לִֽישׁוּעָתְךָ֣ יְהוָ֑ה וְ֝תֹֽורָתְךָ֗ שַׁעֲשֻׁעָֽי׃
175 Җеним яшисун, у Сени мәдһийиләйду, Сениң һөкүмлириң маңа ярдәм қилсун.
תְּֽחִי־נַ֭פְשִׁי וּֽתְהַֽלְלֶ֑ךָּ וּֽמִשְׁפָּטֶ֥ךָ יַעֲזְרֻֽנִי׃
176 Мән йолдин адашқан қойдәк тәмтирәп қалдим; Қулуңни издигәйсән; Чүнки әмирлириңни унтуп қалғиним йоқ.
תָּעִ֗יתִי כְּשֶׂ֣ה אֹ֭בֵד בַּקֵּ֣שׁ עַבְדֶּ֑ךָ כִּ֥י מִ֝צְוֹתֶ֗יךָ לֹ֣א שָׁכָֽחְתִּי׃

< Зәбур 119 >