< Зәбур 118 >

1 Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, чүнки У меһривандур; Униң меһир-муһәббити мәңгүдур!
הוֹדוּ לַיהֹוָה כִּי־טוֹב כִּי לְעוֹלָם חַסְדּֽוֹ׃
2 Исраил: «Униң меһир-муһәббити мәңгүдур» — десун!
יֹאמַר־נָא יִשְׂרָאֵל כִּי לְעוֹלָם חַסְדּֽוֹ׃
3 Һарун җәмәти: «Униң меһир-муһәббити мәңгүдур» — десун!
יֹאמְרוּ־נָא בֵֽית־אַהֲרֹן כִּי לְעוֹלָם חַסְדּֽוֹ׃
4 Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар: «Униң меһир-муһәббити мәңгүдур» — десун!
יֹאמְרוּ־נָא יִרְאֵי יְהֹוָה כִּי לְעוֹלָם חַסְדּֽוֹ׃
5 Қистақта қелип Яһға нида қилдим; Яһ җавап берип, мени кәңри-азатиликтә турғузди.
מִֽן־הַמֵּצַר קָרָאתִי יָּהּ עָנָנִי בַמֶּרְחָב יָֽהּ׃
6 Пәрвәрдигар мән тәрәптидур, мән қорқмаймән; Инсан мени немә қилалисун?
יְהֹוָה לִי לֹא אִירָא מַה־יַּעֲשֶׂה לִי אָדָֽם׃
7 Пәрвәрдигар маңа ярдәм қилғучилар арисида болуп, мениң тәрипимдидур; Өчмәнлиримниң мәғлубийитини көримән.
יְהֹוָה לִי בְּעֹזְרָי וַאֲנִי אֶרְאֶה בְשֹׂנְאָֽי׃
8 Пәрвәрдигарни башпанаһим қилиш, Инсанға тайиништин әвзәлдур;
טוֹב לַחֲסוֹת בַּיהֹוָה מִבְּטֹחַ בָּאָדָֽם׃
9 Пәрвәрдигарни башпанаһим қилиш, Әмирләргә тайиништин әвзәлдур.
טוֹב לַחֲסוֹת בַּיהֹוָה מִבְּטֹחַ בִּנְדִיבִֽים׃
10 Барлиқ әлләр мени қоршивалди; Бирақ Пәрвәрдигарниң нами билән уларни һалак қилимән;
כׇּל־גּוֹיִם סְבָבוּנִי בְּשֵׁם יְהֹוָה כִּי אֲמִילַֽם׃
11 Улар мени қоршивалди; бәрһәқ, қоршивалди; Бирақ Пәрвәрдигарниң нами билән мән уларни һалак қилимән;
סַבּוּנִי גַם־סְבָבוּנִי בְּשֵׁם יְהֹוָה כִּי אֲמִילַֽם׃
12 Улар һәриләрдәк мени қоршивалди; Улар йеқилған янтақ отидәк тезла өчүрүлиду; Чүнки Пәрвәрдигарниң нами билән мән уларни һалак қилимән.
סַבּוּנִי כִדְבוֹרִים דֹּעֲכוּ כְּאֵשׁ קוֹצִים בְּשֵׁם יְהֹוָה כִּי אֲמִילַֽם׃
13 Сән [дүшмән] мени зәрб билән иттәрдиң, Жиқилғили тас қалдим; Бирақ Пәрвәрдигар маңа ярдәмдә болди.
דַּחֹה דְחִיתַנִי לִנְפֹּל וַיהֹוָה עֲזָרָֽנִי׃
14 Күчүм вә нахшам болса Яһдур; У мениң ниҗатлиғим болди!
עׇזִּי וְזִמְרָת יָהּ וַֽיְהִי־לִי לִישׁוּעָֽה׃
15 Һәққанийларниң чедирлирида шатлиқ вә ниҗатлиқниң тәнтәнилири яңритилмақта; Пәрвәрдигарниң оң қоли зәпәр қучмақта!
קוֹל ׀ רִנָּה וִישׁוּעָה בְּאׇהֳלֵי צַדִּיקִים יְמִין יְהֹוָה עֹשָׂה חָֽיִל׃
16 Пәрвәрдигарниң оң қоли егиз көтирилгән! Пәрвәрдигарниң оң қоли зәпәр қучмақта!
יְמִין יְהֹוָה רוֹמֵמָה יְמִין יְהֹוָה עֹשָׂה חָֽיִל׃
17 Мән өлмәймән, бәлки яшаймән, Яһниң қилғанлирини җакалаймән.
לֹא־אָמוּת כִּֽי־אֶחְיֶה וַאֲסַפֵּר מַעֲשֵׂי יָֽהּ׃
18 Пәрвәрдигар маңа қаттиқ тәрбийә бәргән болсиму, Бирақ У мени өлүмгә тапшурмиди.
יַסֹּר יִסְּרַנִּי יָּהּ וְלַמָּוֶת לֹא נְתָנָֽנִי׃
19 Һәққанийәт дәрвазилирини маңа ечип бериңлар; Мән киримән, Яһни мәдһийиләймән.
פִּתְחוּ־לִי שַׁעֲרֵי־צֶדֶק אָבֹא־בָם אוֹדֶה יָֽהּ׃
20 Бу Пәрвәрдигарниң дәрвазисидур; Һәққанийлар буниңдин кириду!
זֶה־הַשַּׁעַר לַיהֹוָה צַדִּיקִים יָבֹאוּ בֽוֹ׃
21 Мән саңа тәшәккүр ейтимән; Чүнки Сән маңа җавап қайтурдуң, Һәм мениң ниҗатлиғим болдуң.
אוֹדְךָ כִּי עֲנִיתָנִי וַתְּהִי־לִי לִישׁוּעָֽה׃
22 Тамчилар ташливәткән таш болса, Буҗәк теши болуп тикләнди.
אֶבֶן מָאֲסוּ הַבּוֹנִים הָיְתָה לְרֹאשׁ פִּנָּֽה׃
23 Бу иш Пәрвәрдигардиндур, Бу көзимиз алдида карамәт болди.
מֵאֵת יְהֹוָה הָיְתָה זֹּאת הִיא נִפְלָאת בְּעֵינֵֽינוּ׃
24 Бу Пәрвәрдигар яратқан күндур; Биз униңда шатлинип хурсән болимиз.
זֶה־הַיּוֹם עָשָׂה יְהֹוָה נָגִילָה וְנִשְׂמְחָה בֽוֹ׃
25 Қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар, Сәндин өтүнимән; Сәндин өтүнимән, бизни яшнатқайсән!
אָנָּא יְהֹוָה הוֹשִׁיעָה נָּא אָנָּא יְהֹוָה הַצְלִיחָה נָּֽא׃
26 Пәрвәрдигарниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун! Биз Пәрвәрдигарниң өйидә туруп саңа «Мубарәк!» дәп товлидуқ.
בָּרוּךְ הַבָּא בְּשֵׁם יְהֹוָה בֵּרַכְנוּכֶם מִבֵּית יְהֹוָֽה׃
27 Пәрвәрдигар Тәңридур; У үстимизгә нур бәргән; Һейтлиқ қурбанлиқни танилар билән бағлаңлар, — Қурбангаһниң мүңгүзлиригә илип бағлаңлар.
אֵל ׀ יְהֹוָה וַיָּאֶר לָנוּ אִסְרוּ־חַג בַּעֲבֹתִים עַד־קַרְנוֹת הַמִּזְבֵּֽחַ׃
28 Сән мениң Илаһимдурсән, Мән Саңа тәшәккүр ейтимән; Мениң Худайим, мән Сени улуқлаймән.
אֵלִי אַתָּה וְאוֹדֶךָּ אֱלֹהַי אֲרוֹמְמֶֽךָּ׃
29 Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар; Чүнки У меһривандур; Униң меһир-муһәббити мәңгүдур!
הוֹדוּ לַיהֹוָה כִּי־טוֹב כִּי לְעוֹלָם חַסְדּֽוֹ׃

< Зәбур 118 >