< Зәбур 116 >
1 Мән Пәрвәрдигарни сөйимән, Чүнки У мениң авазимни, йелинишлиримни аңлиған.
2 Чүнки У қулиқини маңа салди, Шуңа мән барлиқ күнлиримдә Униңға илтиҗа қилип чақиримән.
3 Өлүм асарәтлири мени чирмивалди; Тәһтисараниң дәрдлири мени тутувалди; Мән пешкәлликкә йолуқтум, әләм тарттим; (Sheol )
4 Шуниң билән мән Пәрвәрдигарниң намиға тохтимай нида қилдим: — «Сәндин өтүнимән, и Пәрвәрдигар, Җенимни қутулдурғайсән!
5 Шәпқәтликтур Пәрвәрдигар, һәққанийдур; Худайимиз рәһимдилдур.
6 Пәрвәрдигар наданни сақлайду; Мән харап әһвалға чүшүрүлдум, У мени қутқузди.
7 Һәй җеним, қайтидин хатирҗәм бол; Чүнки Пәрвәрдигар сехийлик, меһриванлиқ көрсәтти;
8 Чүнки Сән җенимни өлүмдин, көзлиримни яшлардин, Аяқлиримни путлишиштин қутқузғансән.
9 Мән Пәрвәрдигар алдида тирикләрниң зиминида маңимән: –
10 Ишәнгиним үчүн мундақ сөз қилғанмән: — «Мән қаттиқ хар қилинғанмән».
11 Җиддийләшкинимдин: — «адәмләрниң һәммиси ялғанчи!» — Дегәнмән.
12 Маңа көрсәткән барлиқ яхшилиқлирини мән немә билән Пәрвәрдигарға қайтуримән?
13 — Ниҗатлиқ қәдәһини қолумға алимән, Вә Пәрвәрдигарниң намини чақирип илтиҗа қилимән;
14 Мән қилған қәсәмлиримни Пәрвәрдигар алдида ада қилимән; Бәрһәқ, Униң барлиқ хәлқи алдида уларни ада қилимән.
15 Пәрвәрдигарниң нәзиридә, Өз мөмин бәндилириниң өлүми қиммәтлик иштур!
16 Аһ Пәрвәрдигар, мән бәрһәқ Сениң қулуңдурмән; Мән Сениң қулуңдурмән, дедигиңниң оғли екәнмән; Сән мениң асарәтлиримни йәшкәнсән;
17 Мән Саңа тәшәккүр қурбанлиқлирини сунимән, Пәрвәрдигарниң намини чақирип илтиҗа қилимән;
18 Мән қилған қәсәмлиримни Пәрвәрдигар алдида ада қилимән; Бәрһәқ, Униң барлиқ хәлқи алдида уларни ада қилимән;
19 Пәрвәрдигарниң өйиниң һойлилирида, Сениң оттуруңда туруп, и Йерусалим, [Қәсәмлиримни ада қилимән]! Һәмдусана!