< Зәбур 115 >
1 Бизгә әмәс, и Пәрвәрдигар, бизгә әмәс — Өзгәрмәс муһәббитиң үчүн, һәқиқәт-садақитиң үчүн, Өз намиңға шан-шәрәп кәлтүргәйсән.
2 Әлләр немишкә «Уларниң Худаси қәйәрдә?» дәп [мазақ] қилишиду?
3 Бирақ Худайимиз болса әршләрдидур; Немини халиса, У шуни қилғандур.
4 Уларниң бутлири болса пәқәт күмүч-алтундин ибарәт, Инсанниң қоллири ясиғинидур, халас.
5 Уларниң ағзи бар, бирақ сөзләлмәйду; Көзлири бар, көрмәйду;
6 Қулақлири бар, аңлимайду, Бурни бар, пуралмайду;
7 Қоллири бар, силалмайду; Путлири бар, маңалмайду; Канийидин һеч бир сада чиқармайду.
8 Уларни ясиғанлар уларға охшаштур, Уларға таянғанларму шундақтур.
9 И Исраил, Пәрвәрдигарға тайиниңлар; У силәргә ярдәм қилғучиңлар һәм қалқиниңлардур.
10 И Һарун җәмәти, Пәрвәрдигарға тайиниңлар; У силәргә ярдәм қилғучи һәм силәрниң қалқиниңлардур.
11 Пәрдәрдигардин әйминидиғанлар, Пәрвәрдигарға тайиниңлар; У силәргә ярдәм қилғучи һәм қалқиниңлардур.
12 Пәрвәрдигар бизни әсләп кәлди; У бәхит ата қилиду; У Исраил җәмәтигә бәхит ата қилиду; У Һарун җәмәтигә бәхит ата қилиду;
13 Пәрвәрдигардин әйминидиғанларға, Чоңлири һәм кичиклиригиму бәхит ата қилиду.
14 Пәрвәрдигар силәргә қошлап бериду, Силәргә һәм пәрзәнтлириңларға;
15 Силәргә Пәрвәрдигар тәрипидин бәхит ата қилинған, Асман-зиминни Яратқучидин бәрикәтләнгән!
16 Асманлар болса Пәрвәрдигарниң асманлиридур; Бирақ зиминни болса инсан балилириға тапшурғандур.
17 Өлүкләр Яһни мәдһийиләлмәйду, Сүкүт дияриға чүшүп кәткәнләрму шундақ;
18 Бирақ бизләр һазирдин башлап Яһқа әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримиз! Һәмдусана!