< Зәбур 114 >
1 Исраил Мисирдин, Яқуп җәмәти ят тиллиқ әлләрдин чиққанда,
2 Шу чағда Йәһуда [Худаниң] муқәддәс җайи, Исраил униң сәлтинити болди,
3 Деңиз буни көрүп бәдәр қачти, Иордан дәрияси кәйнигә янди;
4 Тағлар қочқарлардәк, Дөңләр қозилардәк ойнақлиди.
5 Әй деңиз, сән немә болдуң, қачқили? Иордан дәрияси, йолуңдин янғили?
6 Тағлар қочқарлардәк, Дөңләр қозилардәк ойнақлиғили?
7 И йәр йүзи, Рәбниң җамалидин, Яқупниң Худасиниң җамалидин тәврән;
8 У қорам ташни көлчәккә, Чақмақ тешини мол булақ сулириға айландуриду.