< Зәбур 111 >
1 Һәмдусана! Көңли дурусларниң мәшрипидә, Һәм җамаәттә туруп, Пәрвәрдигарға пүтүн қәлбим билән тәшәккүр ейтимән.
2 Пәрвәрдигарниң ясиғанлири улуқдур; Булардин хурсән болғанлар издинип уларни сүрүштүрмәктә.
3 Униң әҗри шәрәп вә һәйвәттур, Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду.
4 У Өз мөҗизилирини яд әткүзиду; Пәрвәрдигар муһәббәтлик һәм рәһимдилликтур.
5 У Өзидин әйминидиғанларни аш билән тәминләйду; Өз әһдисини һемишә яд етиду.
6 У әмәллиридики қудритини Өз хәлқигә көрситип, Башқа әлләрниң мирас-зиминини уларға тәқдим қилди.
7 Униң қоли қилғанлири һәқиқәт-садақәт вә адиллиқтур; Униң барлиқ көрсәтмилири ишәшликтур.
8 Булар әбәдил-әбәткичә инавәтликтур; Һәқиқәттә һәм дуруслуқта чиқирилғандур.
9 У Өз хәлқигә ниҗатлиқ әвәтти; Өз әһдисини әмир қилип мәңгүгә бекитти; Муқәддәс һәм сүрлүктур Униң нами.
10 Пәрвәрдигардин қорқуш даналиқниң башлинишидур; Униң һөкүмлирини тутқанларниң һәммиси йорутулған адәмләрдур; Униң мәдһийиси мәңгү туриду.