< Зәбур 110 >
1 Давут язған күй: — Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә, Оң йенимда олтарғин» — деди.
2 Пәрвәрдигар қудритиңни көрситидиған шаһанә һасаңни Зиондин узитиду; Дүшмәнлириң арисида һөкүм сүргин!
3 Күчүңни көрситидиған күндә, Өз хәлқиң халис қурбанлиқ кәби пида болиду; Муқәддәс һәйвитиңдә, Шу яшлиқ дәвриңдикидәк, Саңа һазирму шәбнәмләр сәһәрниң балиятқусидин йеңи чиққандәк чүшиду;
4 Пәрвәрдигар шундақ қәсәм ичти, Һәм буниңдин янмайду: — «Сән әбәдил-әбәткичә Мәлкизәдәкниң типидики бир каһиндурсән».
5 Оң тәрипиңдә болған Рәб ғәзивини көрсәткән күндә падишаларни уруп парә-парә қиливетиду;
6 У әлләр арисида сотлайду; Җай-җайларни җәсәтләр билән толдуриду; Кәң зиминниң бешини яриду;
7 У йолда ериқтин су ичиду; У шуңа кишиниң бешини йөлигүчи болиду.