< Зәбур 109 >

1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — И мәдһийәмниң Егиси Худайим, җим турма!
לַ֭מְנַצֵּחַ לְדָוִ֣ד מִזְמֹ֑ור אֱלֹהֵ֥י תְ֝הִלָּתִ֗י אַֽל־תֶּחֱרַֽשׁ׃
2 Мана рәзилләрниң ағзи, мәккарларниң ағзи көз алдимда йоған ечилди; Улар ялғанчи тил билән маңа қарши сөзлиди.
כִּ֤י פִ֪י רָשָׁ֡ע וּֽפִי־מִ֭רְמָה עָלַ֣י פָּתָ֑חוּ דִּבְּר֥וּ אִ֝תִּ֗י לְשֹׁ֣ון שָֽׁקֶר׃
3 Нәпрәтлик сөзләр билән мени чулғап, Улар бекардин-бекар маңа зәрбә бәрмәктә.
וְדִבְרֵ֣י שִׂנְאָ֣ה סְבָב֑וּנִי וַיִּֽלָּחֲמ֥וּנִי חִנָּֽם׃
4 Муһәббитим үчүн улар маңа қарши шикайәтчи болди, Мән болсам — дуаға берилдим.
תַּֽחַת־אַהֲבָתִ֥י יִשְׂטְנ֗וּנִי וַאֲנִ֥י תְפִלָּֽה׃
5 Яхшилиғим үчүн яманлиқ, Сөйгүм үчүн нәпрәт қайтурди.
וַיָּ֘שִׂ֤ימוּ עָלַ֣י רָ֭עָה תַּ֣חַת טֹובָ֑ה וְ֝שִׂנְאָ֗ה תַּ֣חַת אַהֲבָתִֽי׃
6 Һәр бириниң үстидә рәзил бир адәм тайинлиғайсән, Униң оң йенида бир дәвагәр турсун.
הַפְקֵ֣ד עָלָ֣יו רָשָׁ֑ע וְ֝שָׂטָ֗ן יַעֲמֹ֥ד עַל־יְמִינֹֽו׃
7 У сорақ қилинғанда әйипдар болуп чиқсун, Дуаси гуна дәп һесаплансун.
בְּ֭הִשָּׁ֣פְטֹו יֵצֵ֣א רָשָׁ֑ע וּ֝תְפִלָּתֹ֗ו תִּהְיֶ֥ה לַֽחֲטָאָֽה׃
8 Күнлири қисқа болсун, Мәнсивини башқиси егилисун.
יִֽהְיֽוּ־יָמָ֥יו מְעַטִּ֑ים פְּ֝קֻדָּתֹ֗ו יִקַּ֥ח אַחֵֽר׃
9 Балилири йетим қалсун, Хотуни тул болсун.
יִֽהְיוּ־בָנָ֥יו יְתֹומִ֑ים וְ֝אִשְׁתֹּו אַלְמָנָֽה׃
10 Оғуллири сәргәрдан тиләмчи болсун, Турған харабиликлиридин нан издәп.
וְנֹ֤ועַ יָנ֣וּעוּ בָנָ֣יו וְשִׁאֵ֑לוּ וְ֝דָרְשׁ֗וּ מֵחָרְבֹותֵיהֶֽם׃
11 Җазанихор униң егилиги үстигә тор ташлисун, Меһнәт әҗрини ятлар булап-талисун.
יְנַקֵּ֣שׁ נֹ֭ושֶׁה לְכָל־אֲשֶׁר־לֹ֑ו וְיָבֹ֖זּוּ זָרִ֣ים יְגִיעֹֽו׃
12 Униңға меһриванлиқ көрситидиған бириси болмисун, Житим қалған балилириға илтипат қилғучи болмисун.
אַל־יְהִי־לֹ֖ו מֹשֵׁ֣ךְ חָ֑סֶד וְֽאַל־יְהִ֥י חֹ֝ונֵ֗ן לִיתֹומָֽיו׃
13 Униң нәсли қурутулсун; Келәр әвладида намлири өчүрүлсун.
יְהִֽי־אַחֲרִיתֹ֥ו לְהַכְרִ֑ית בְּדֹ֥ור אַ֝חֵ֗ר יִמַּ֥ח שְׁמָֽם׃
14 Ата-бовилириниң қәбиһлигиниң әйиплири Пәрвәрдигарниң ядида қалсун, Анисиниң гунайи өчүрүлмисун.
יִזָּכֵ֤ר ׀ עֲוֹ֣ן אֲ֭בֹתָיו אֶל־יְהוָ֑ה וְחַטַּ֥את אִ֝מֹּ֗ו אַל־תִּמָּֽח׃
15 Буларниң әйиплири дайим Пәрвәрдигарниң көз алдида болсун, Шуниң билән У уларниң нам-әмилини йәр йүзидин өчүрүп ташлайду.
יִהְי֣וּ נֶֽגֶד־יְהוָ֣ה תָּמִ֑יד וְיַכְרֵ֖ת מֵאֶ֣רֶץ זִכְרָֽם׃
16 Чүнки [рәзил киши] меһриванлиқ көрситишни һеч есигә кәлтүрмиди, Бәлки езилгән, йоқсул һәм дили сунуқларни өлтүрмәккә қоғлап кәлди.
יַ֗עַן אֲשֶׁ֤ר ׀ לֹ֥א זָכַר֮ עֲשֹׂ֪ות חָ֥סֶד וַיִּרְדֹּ֡ף אִישׁ־עָנִ֣י וְ֭אֶבְיֹון וְנִכְאֵ֨ה לֵבָ֬ב לְמֹותֵֽת׃
17 У ләнәт оқушқа амрақ еди, Шуңа ләнәт униң бешиға келиду; Бәхит тиләшкә райи йоқ еди, Шуңа бәхит униңдин жирақ болиду.
וַיֶּאֱהַ֣ב קְ֭לָלָה וַתְּבֹואֵ֑הוּ וְֽלֹא־חָפֵ֥ץ בִּ֝בְרָכָ֗ה וַתִּרְחַ֥ק מִמֶּֽנּוּ׃
18 У ләнәтләрни өзигә кийим қилип кийгән; Шуңа булар аққан судәк униң ич-бағриға, Майдәк, сүйәклиригә кириду;
וַיִּלְבַּ֥שׁ קְלָלָ֗ה כְּמַ֫דֹּ֥ו וַתָּבֹ֣א כַמַּ֣יִם בְּקִרְבֹּ֑ו וְ֝כַשֶּׁ֗מֶן בְּעַצְמֹותָֽיו׃
19 Булар униңға йепинған тонидәк, Һәрдайим бағланған бәлвеғидәк чаплансун.
תְּהִי־לֹ֖ו כְּבֶ֣גֶד יַעְטֶ֑ה וּ֝לְמֵ֗זַח תָּמִ֥יד יַחְגְּרֶֽהָ׃
20 Булар болса мени әйиплигүчиләргә Пәрвәрдигарниң бекиткән мукапати болсун! Мениң яман гепимни қилғанларниң инъами болсун!
זֹ֤את פְּעֻלַּ֣ת שֹׂ֭טְנַי מֵאֵ֣ת יְהוָ֑ה וְהַדֹּבְרִ֥ים רָ֝֗ע עַל־נַפְשִֽׁי׃
21 Бирақ Сән, Пәрвәрдигар Рәббим, Өз намиң үчүн мениң тәрипимдә бир иш қилғайсән, Меһир-муһәббитиң әла болғачқа, Мени қутқузғайсән;
וְאַתָּ֤ה ׀ יְה֘וִ֤ה אֲדֹנָ֗י עֲ‍ֽשֵׂה־אִ֭תִּי לְמַ֣עַן שְׁמֶ֑ךָ כִּי־טֹ֥וב חַ֝סְדְּךָ֗ הַצִּילֵֽנִי׃
22 Чүнки мән езилгән һәм һаҗәтмәндурмән, Қәлбим хәстә болди.
כִּֽי־עָנִ֣י וְאֶבְיֹ֣ון אָנֹ֑כִי וְ֝לִבִּ֗י חָלַ֥ל בְּקִרְבִּֽי׃
23 Мән қуяш узартқан көләңгидәк йоқилай дәп қалдим, Чекәткә қеқиветилгәндәк чәткә қеқиветилдим.
כְּצֵל־כִּנְטֹותֹ֥ו נֶהֱלָ֑כְתִּי נִ֝נְעַ֗רְתִּי כָּֽאַרְבֶּֽה׃
24 Роза тутқинимдин тизлирим кетиду, Әтлирим сизип кетиду.
בִּ֭רְכַּי כָּשְׁל֣וּ מִצֹּ֑ום וּ֝בְשָׂרִ֗י כָּחַ֥שׁ מִשָּֽׁמֶן׃
25 Шуңлашқа мән улар алдида рәсва болдум; Улар маңа қарашқанда, бешини силкишмәктә.
וַאֲנִ֤י ׀ הָיִ֣יתִי חֶרְפָּ֣ה לָהֶ֑ם יִ֝רְא֗וּנִי יְנִיע֥וּן רֹאשָֽׁם׃
26 Маңа ярдәмләшкәйсән, и Пәрвәрдигар Худайим, Өзгәрмәс муһәббитиң бойичә мени қутқузғайсән;
עָ֭זְרֵנִי יְהוָ֣ה אֱלֹהָ֑י הֹ֭ושִׁיעֵ֣נִי כְחַסְדֶּֽךָ׃
27 Шуниң билән улар буниң Сениң қолуңдики иш екәнлигини, Буни қилғучиниң Сән Пәрвәрдигар екәнлигини билсун.
וְֽ֭יֵדְעוּ כִּי־יָ֣דְךָ זֹּ֑את אַתָּ֖ה יְהוָ֣ה עֲשִׂיתָֽהּ׃
28 Улар ләнәт оқувәрсун, Сән бәхит ата қилғайсән; Улар һуҗум қилишқа турғанда, хиҗаләттә қалсун, Бирақ қулуң шатлансун!
יְקַֽלְלוּ־הֵמָּה֮ וְאַתָּ֪ה תְבָ֫רֵ֥ךְ קָ֤מוּ ׀ וַיֵּבֹ֗שׁוּ וְֽעַבְדְּךָ֥ יִשְׂמָֽח׃
29 Мени әйиплигүчиләр хиҗаләт билән кийинсун, Улар өз шәрмәндилигини өзлиригә тон қилип йепинсун.
יִלְבְּשׁ֣וּ שֹׂוטְנַ֣י כְּלִמָּ֑ה וְיַעֲט֖וּ כַמְעִ֣יל בָּשְׁתָּֽם׃
30 Ағзимда Пәрвәрдигарға зор тәшәккүр-мәдһийә қайтүримән; Бәрһәқ, көпчилик арисида туруп Уни мәдһийиләймән;
אֹ֘ודֶ֤ה יְהוָ֣ה מְאֹ֣ד בְּפִ֑י וּבְתֹ֖וךְ רַבִּ֣ים אֲהַֽלְלֶֽנּוּ׃
31 Чүнки һаҗәтмәнниң җенини гунаға бекитмәкчи болғанлардин қутқузуш үчүн, [Пәрвәрдигар] униң оң йенида туриду.
כִּֽי־יַ֭עֲמֹד לִימִ֣ין אֶבְיֹ֑ון לְ֝הֹושִׁ֗יעַ מִשֹּׁפְטֵ֥י נַפְשֹֽׁו׃

< Зәбур 109 >