< Зәбур 108 >
1 Давутниң күй-нахшиси: — Ирадәм чиң, и Худа, ирадәм чиң; Мән мәдһийә нахшилирини ейтип, Бәрһәқ, Сени күйләймән, пүтүн роһум билән!
2 И нәғмә-сазлирим, ойған! Мән сәһәр қуяшиниму ойғитимән!
3 Хәлиқ-милләтләр арисида Сени улуқлаймән, и Пәрвәрдигар; Әлләр арисида Сени күйләймән!
4 Чүнки өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә йәткидәк улуқтур; Һәқиқитиң булутларға тақашти.
5 И Худа, шан-шөһритиң әршләрдин жуқури улуқланғай, Шан-шәривиң йәр йүзини қаплиғай!
6 Өз сөйгәнлириңниң ниҗатлиқ тепиши үчүн, Оң қолуң билән қутқузғайсән, Дуайимни иҗабәт қилғайсән.
7 Худа Өз пак-муқәддәслигидә шундақ дегән: — «Мән тәнтәнә қилимән, Мән Шәкәм диярини бөлүп беримән, Суккот вадисини [тәқсим қилишқа] өлчәймән.
8 Гилеад Маңа мәнсуптур, Манассәһму Маңа мәнсуптур; Әфраим болса бешимдики дубулғамдур, Йәһуда Мениң әмир-пәрман чиқарғучимдур;
9 Моаб Мениң жуюнуш җавурумдур; Едомға чоруғумни ташлаймән; Мән Филистийә үстидин тәнтәнә қилимән!».
10 Ким Мени бу мустәһкәм шәһәргә башлап кирәлисун? Ким Мени Едомға елип баралисун?
11 И Худа, Сән бизни растинла чәткә қақтиңму? Қошунлиримиз билән биллә җәңгә чиқмамсән?
12 Бизни зулумлардин қутулушқа ярдәмләшкәйсән, Чүнки инсанниң ярдими бекардур!
13 Худа арқилиқ биз чоқум батурлуқ көрситимиз; Бизгә зулум қилғучиларни чәйлигүчи дәл У Өзидур!