< Зәбур 107 >
1 Аһ, Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар! Чүнки У меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити!
Give thanks to the LORD, for he is good, for his loving kindness endures forever.
2 Пәрвәрдигар яв қолидин қутқузғанлар, У һәмҗәмәт болуп қутқузған хәлқи буни давамлиқ баян қилсун —
Let the redeemed by the LORD say so, whom he has redeemed from the hand of the adversary,
3 Йәни У шәриқ билән ғәриптин, шимал билән җәнуптин, Һәр қайси жутлардин жиғивелинғанлар буни ейтсун!
And gathered out of the lands, from the east and from the west, from the north and from the south.
4 Улар чөл-баяванни кезип пинһан йолда адашти, Адәм маканлашқан һеч бир шәһәрни тапалмастин.
They wandered in the wilderness in a desert way. They found no city to live in.
5 Ач һәмдә уссуз болуп, Җени чиқай дәп қалди.
Hungry and thirsty, their soul fainted in them.
6 Андин Пәрвәрдигарға пәряд қилди, У уларни мушәққәтлиридин азат қилди.
Then they cried to the LORD in their trouble, and he delivered them out of their distresses,
7 Маканлашқидәк шәһәргә йәткичә, У уларни түз йолда башлиди.
he led them also by a straight way, that they might go to a city to live in.
8 Улар Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтсун! Униң өзгәрмәс муһәббити үчүн, Инсан балилириға көрсәткән мөҗизилири үчүн!
Let them praise the LORD for his loving kindness, for his wonderful works for the descendants of Adam.
9 Чүнки У чаңқиған көңүлни қандурди, Ач қалған җанни есил немәтләр билән толдурди.
For he satisfies the longing soul. He fills the hungry soul with good.
10 Зүлмәттә, өлүм көләңгисидә яшиғанлар, Төмүр кишән селинип, азап чәккәнләрни болса,
Some sat in darkness and in the shadow of death, being bound in affliction and iron,
11 (Чүнки улар Тәңриниң әмирлиригә қаршилиқ қилди, Һәммидин Алий Болғучиниң несиһәтини кәмситти)
because they rebelled against the words of God, and condemned the counsel of the Most High.
12 — У уларни җапа-мушәққәт тартқузуп кәмтәр қилди, Улар путлишип жиқилди, уларға ярдәмгә бирисиму йоқ еди.
Therefore he brought down their heart with labor. They fell down, and there was none to help.
13 Андин Пәрвәрдигарға йелинип пәряд қилди, У уларни мушәққәтлиридин азат қилди.
Then they cried to the LORD in their trouble, and he saved them out of their distresses.
14 Уларни зулмәт һәм өлүм сайисидин чиқирип, Уларниң зәнҗир-асарәтлирини сундуруп ташлиди.
He brought them out of darkness and the shadow of death, and broke their bonds in sunder.
15 Улар Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтсун! Униң өзгәрмәс муһәббити үчүн, Инсан балилириға көрсәткән мөҗизилири үчүн!
Let them praise the LORD for his loving kindness, for his wonderful works for the descendants of Adam.
16 Мана У мис дәрвазиларни парә-парә қилип, Төмүр тақақларни кесип ташлиди.
For he has broken the gates of bronze, and cut through bars of iron.
17 Һамақәтләр өз итаәтсизлик йоллиридин, Қәбиһликлиридин азапларға учрайду;
Fools are afflicted because of their disobedience, and because of their iniquities.
18 Көңлидә һәр хил озуқ-түлүктин бизар болуп, Өлүм дәрвазилириға йеқинлишиду.
Their soul abhors all kinds of food. They draw near to the gates of death.
19 Андин Пәрвәрдигарға йелинип пәряд қилиду, У уларни мушәққәтлиридин азат қилиду.
Then they cried to the LORD in their trouble; he saved them out of their distresses.
20 У сөз-каламини әвәтип, уларни сақайтиду, Уларни заваллиқлиридин қутқузиду.
He sent his word and healed them; he delivered them from their traps.
21 Улар Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтсун! Униң өзгәрмәс муһәббити үчүн, Адәм балилириға көрсәткән мөҗизилири үчүн!
Let them praise the LORD for his loving kindness, for his wonderful works for the descendants of Adam.
22 Қурбанлиқ сүпитидә тәшәккүрләр ейтсун, Униң қилғанлирини тәнтәнилик нахшилар билән баян қилсун!
Let them offer the sacrifices of thanksgiving, and declare his works with singing.
23 Кемиләрдә деңизға чүшүп қатниғучилар, Улуқ суларда тирикчилик қилғучилар,
Those who go down to the sea in ships, who do business in great waters;
24 Булар Пәрвәрдигарниң ишлириға гувачидур, Чоңқур океанда көрсәткән карамәтләрни көргүчидур.
These see the LORD's works, and his wonders in the deep.
25 Чүнки У бир сөз биләнла шиддәтлик шамални чиқирип, Долқунлирини өркәшлитиду;
For he commands, and raises the stormy wind, which lifts up its waves.
26 Кемичиләр асман-пәләк өрләйду, Суларниң тәһтилиригә чүшиду, Дәһшәттин уларниң җени ерип кетиду.
They mount up to the sky; they go down again to the depths. Their soul melts away because of trouble.
27 Улар мәс адәмдәк әләң-сәләң ирғаңлайду, Һәр қандақ әқил-чариси түгәйду;
They reel back and forth, and stagger like a drunken man, and are at their wits' end.
28 Андин Пәрвәрдигарға йелинип пәряд қилиду, У уларни мушәққәтлиридин азат қилиду.
Then they cry to the LORD in their trouble, and he brings them out of their distress.
29 У боранни тиничлитиду, Су долқунлириму җим болиду.
He makes the storm a calm, so that its waves are still.
30 Шуниң билән улар течлиғидин шатлиниду; У уларни тәшна болған арамгаһиға йетәкләп бариду.
Then they are glad because it is calm, so he brings them to their desired haven.
31 Улар Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтсун! Униң өзгәрмәс муһәббити үчүн, Инсан балилириға көрсәткән мөҗизилири үчүн!
Let them praise the LORD for his loving kindness, for his wonderful works for the descendants of Adam.
32 Улар хәлиқниң җамаитидиму Уни улуқлисун, Ақсақаллар мәҗлисидә Уни мәдһийилисун.
Let them exalt him also in the assembly of the people, and praise him in the seat of the elders.
33 У дәрияларни чөлгә, Булақларни қақаслиққа айландуриду.
He turns rivers into a desert, water springs into a thirsty ground,
34 Аһалисиниң яманлиғи түпәйлидин, Һосуллуқ йәрни шорлуқ қилиду.
and a fruitful land into a salt waste, for the wickedness of those who dwell in it.
35 У йәнә чөл-баяванни көлгә, Чаңқақ йәрни булақларға айландуриду;
He turns a desert into a pool of water, and a dry land into water springs.
36 Ачларни шу йәргә җайлаштуруп, Улар олтирақлашқан бир шәһәрни бәрпа қилиду;
There he makes the hungry live, that they may prepare a city to live in,
37 Улар етизларни һайдап-терип, үзүмзарларни бәрпа қилиду; Булар һосул-мәһсулатни мол бериду.
sow fields, plant vineyards, and reap the fruits of increase.
38 У уларға бәрикәт бериду, Шуниң билән уларниң сани хеләла ешип бариду, У уларниң мал-варанлирини һеч азайтмайду.
He blesses them also, so that they are multiplied greatly. He doesn't allow their livestock to decrease.
39 Улар йәнә җәбир-зулум, бала-қаза һәм дәрд-әләмгә йолуғуп, Сани азийип, пүкүлиду.
Again, they are diminished and bowed down through oppression, trouble, and sorrow.
40 У есилзадиләр үстигә кәмситишлирини төкиду, Йолсиз дәшт-сәһрада уларни сәргәрдан қилиду;
He pours contempt on princes, and causes them to wander in a trackless waste.
41 Лекин мискин адәмни җәбир-зулумдин жуқури көтирип сақлайду, Униң аилә-тавабатини қой падисидәк көп қилиду.
Yet he lifts the needy out of their affliction, and increases their families like a flock.
42 Буни көңли дуруслар көрүп шатлиниду; Пасиқларниң ағзи етилиду.
The upright will see it, and be glad. All the wicked will shut their mouths.
43 Кимки дана болса, буларни байқисун, Пәрвәрдигарниң меһри-шәпқәтлирини чүшәнсун!
Whoever is wise will pay attention to these things. They will consider the loving kindnesses of the LORD.