< Зәбур 106 >
1 Һәмдусана! Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар! Чүнки У меһривандур, әбәдийдур Униң меһир-муһәббити.
Ⱨǝmdusana! Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür eytinglar! Qünki U meⱨribandur, ǝbǝdiydur Uning meⱨir-muⱨǝbbiti.
2 Пәрвәрдигарниң қудрәтлик қилғанлирини ким сөзләп берәләйду? Униң бар шан-шөһритини ким җакалап берәләйду?
Pǝrwǝrdigarning ⱪudrǝtlik ⱪilƣanlirini kim sɵzlǝp berǝlǝydu? Uning bar xan-xɵⱨritini kim jakarlap berǝlǝydu?
3 Бәхитликтур адаләтни тутқан, Дайим һәққанийлиқни жүргүзгән киши!
Bǝhtliktur adalǝtni tutⱪan, Daim ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni yürgüzgǝn kixi!
4 Хәлқиңгә болған һиммитиң билән мени әслигәйсән, и Пәрвәрдигар; Ниҗатлиғиң билән йенимға келип хәвәр алғин!
Hǝlⱪinggǝ bolƣan ⱨimmiting bilǝn meni ǝsligǝysǝn, i Pǝrwǝrdigar; Nijatliⱪing bilǝn yenimƣa kelip hǝwǝr alƣin!
5 Шуниң билән, Сән таллиғанлириңниң бәрикитини көрәй, Өз елиңниң шатлиғи билән шат болай, Өз мирасиң [болған хәлқиң] билән пәхирлинип, яйрап жүрәй!
Xuning bilǝn, Sǝn talliƣanliringning bǝrikitini kɵrǝy, Ɵz elingning xadliⱪi bilǝn xad bolay, Ɵz mirasing [bolƣan hǝlⱪing] bilǝn pǝhirlinip, yayrap yürǝy!
6 Биз ата-бовилиримиз қатарида гуна өткүздуқ, Қәбиһлик қилдуқ, яманлиқ әйлидуқ.
Biz ata-bowilirimiz ⱪatarida gunaⱨ ɵtküzduⱪ, Ⱪǝbiⱨlik ⱪilduⱪ, yamanliⱪ ǝyliduⱪ.
7 Мисирда турған ата-бовилиримиз мөҗизилириңни нәзиригә алмай, Көп меһриванлиқлириңни есигә алмиди; Бәлки деңизда, Қизил Деңиз бойида исян көтәрди.
Misirda turƣan ata-bowilirimiz mɵjiziliringni nǝzirigǝ almay, Kɵp meⱨribanliⱪliringni esigǝ almidi; Bǝlki dengizda, Ⱪizil Dengiz boyida isyan kɵtürdi.
8 Бирақ У қудритимни намайән қилай дәп, Өз нами үчүн уларни қутқузди.
Biraⱪ U ⱪudritimni namayan ⱪilay dǝp, Ɵz nami üqün ularni ⱪutⱪuzdi.
9 Униң Қизил Деңизға тәнбиһ бериши билән, У қупқуруқ болди; Худди қағҗирақ чөллүктин йетәкләп маңғандәк, У уларни деңиз тәглиридин [қуруқ] өткүзди.
Uning Ⱪizil Dengizƣa tǝnbiⱨ berixi bilǝn, U ⱪupⱪuruⱪ boldi; Huddi ⱪaƣjiraⱪ qɵllüktin yetǝklǝp mangƣandǝk, U ularni dengiz tǝgliridin [ⱪuruⱪ] ɵtküzdi.
10 Уларни өч көргәнләрниң қолидин һөрлүккә чиқарди, Уларға һәмҗәмәт болуп дүшмән чаңгилидин қутқузди.
Ularni ɵq kɵrgǝnlǝrning ⱪolidin ⱨɵrlükkǝ qiⱪardi, Ularƣa ⱨǝmjǝmǝt bolup düxmǝn qanggilidin ⱪutⱪuzdi.
11 Явларни сулар басти, Уларниң һеч бирси сақ қалмиди.
Yawlarni sular basti, Ularning ⱨeqbirsi saⱪ ⱪalmidi.
12 Шундила улар Униң сөзлиригә ишәш қилди; Улар Уни күйлиди.
Xundila ular Uning sɵzlirigǝ ixǝnq ⱪildi; Ular Uni küylidi.
13 Улар Униң қилғанлирини шунчә тез унтуди, Несиһәтини күтмиди;
Ular Uning ⱪilƣanlirini xunqǝ tez untudi, Nǝsiⱨǝtini kütmidi;
14 Бәлки далада ач көзлүккә баладәк берилди, Чөл-баяванда Тәңрини синиди.
Bǝlki dalada aq kɵzlükkǝ baladǝk berildi, Qɵl-bayawanda Tǝngrini sinidi.
15 Шуңа У сориғинини уларға бәрди, Бирақ җүдәткүчи бир кесәлни җанлириға тәккүзди.
Xunga U soriƣinini ularƣa bǝrdi, Biraⱪ jüdǝtküqi bir kesǝlni janliriƣa tǝgküzdi.
16 Улар баргаһда Мусаға һәсәт қилди, Худаниң муқәддәс бәндиси Һарунниму көрәлмиди.
Ular bargaⱨda Musaƣa ⱨǝsǝt ⱪildi, Hudaning muⱪǝddǝs bǝndisi Ⱨarunnimu kɵrǝlmidi.
17 Йәр ечилип Датанни жутувәтти, Абирамни адәмлири билән қапсивалди.
Yǝr eqilip Datanni yutuwǝtti, Abiramni adǝmliri bilǝn ⱪapsiwaldi.
18 Әгәшкүчилири арисида от йеқилди; Ялқун рәзилләрни көйдүривәтти.
Əgǝxküqiliri arisida ot yeⱪildi; Yalⱪun rǝzillǝrni kɵydüriwǝtti.
19 Улар Һорәб теғида мозай бутни ясиди, Қуйма һәйкәлгә сәҗдә қилип,
Ular Ⱨorǝb teƣida mozay butni yasidi, Ⱪuyma ⱨǝykǝlgǝ sǝjdǝ ⱪilip,
20 Өзлириниң пәхир-шөһрити болғучиниң орниға, От-чөп йәйдиған өкүзниң сүритини алмаштурди.
Ɵzlirining pǝhir-xɵⱨriti bolƣuqining orniƣa, Ot-qɵp yǝydiƣan ɵküzning süritini almaxturdi.
21 Мисирда улуқ ишларни көрсәткән Ниҗаткари Тәңрини улар унтуди.
Misirda uluƣ ixlarni kɵrsǝtkǝn Nijatkari Tǝngrini ular untudi.
22 Дәрвәқә, Һам диярида мөҗизиләр яратқан, Қизил Деңиз бойида қорқунучлуқ ишларни көрсәткән Худани [унтуди].
Dǝrwǝⱪǝ, Ⱨam diyarida mɵjizilǝr yaratⱪan, Ⱪizil Dengiz boyida ⱪorⱪunqluⱪ ixlarni kɵrsǝtkǝn Hudani [untudi].
23 У уларни һалак қилимән дегән еди — Өз таллиғини Муса қәһрини яндуруш үчүн Униң алдида аричи болуп тик турмиған болса, — Дәрвәқә шундақ қилған болар еди.
U ularni ⱨalak ⱪilimǝn degǝnidi — Ɵz talliƣini Musa ⱪǝⱨrini yandurux üqün Uning aldida ariqi bolup tik turmiƣan bolsa, — Dǝrwǝⱪǝ xundaⱪ ⱪilƣan bolar idi.
24 Улар йәнә гөзәл зиминни кәмситип рәт қилди, Униң вәдисигә ишәнмиди;
Ular yǝnǝ güzǝl zeminni kǝmsitip rǝt ⱪildi, Uning wǝdisigǝ ixǝnmidi;
25 Бәлки чедирлирида қақшап жүрүп, Пәрвәрдигарниң авазиға қулақ салмиди.
Bǝlki qedirlirida ⱪaⱪxap yürüp, Pǝrwǝrdigarning awaziƣa ⱪulaⱪ salmidi.
26 Шуңа У уларға қәсәм қилип қол көтирип: — Силәрни чөлдә жиқитип түгәштүримән —
Xunga U ularƣa ⱪǝsǝm ⱪilip ⱪol kɵtürüp: — Silǝrni qɵldǝ yiⱪitip tügǝxtürimǝn —
27 Әвлатлириңларниму әлләр арисида жиқитип түгәштүрүп, Яқа жутлар ара тарқитиветимән» — деди.
Əwladliringlarnimu ǝllǝr arisida yiⱪitip tügǝxtürüp, Yaⱪa yurtlar ara tarⱪitiwetimǝn» — dedi.
28 Улар Баал-Пеор бутқа өзини етип чоқунуп, Өлүкләргә атиған қурбанлиқларни йеди.
Ular Baal-Peor butⱪa ɵzini etip qoⱪunup, Ɵlüklǝrgǝ atiƣan ⱪurbanliⱪlarni yedi.
29 Улар қилмишлири билән Униң аччиғини кәлтүрди, Улар арисида ваба қозғалди;
Ular ⱪilmixliri bilǝn Uning aqqiⱪini kǝltürdi, Ular arisida waba ⱪozƣaldi;
30 Финиһас турди-дә, һөкүм жүргүзди, Шуниң билән ваба тосулди;
Finiⱨas turdi-dǝ, ⱨɵküm yürgüzdi, Xuning bilǝn waba tosuldi;
31 Бу иш [Финиһасқа] һәққанийәт дәп һесапланди, Униң нәслигиму әвладидин әвладиғичә, әбәдий шундақ һесапланди.
Bu ix [Finiⱨasⱪa] ⱨǝⱪⱪaniyǝt dǝp ⱨesablandi, Uning nǝsligimu ǝwladidin ǝwladiƣiqǝ, ǝbǝdiy xundaⱪ ⱨesablandi.
32 Улар йәнә [Пәрвәрдигарни] мерибаһ сулири бойида ғәзәпкә кәлтүрди, Уларниң сәвәвидин Мусағиму зәрәр йәтти;
Ular yǝnǝ [Pǝrwǝrdigarni] meribaⱨ suliri boyida ƣǝzǝpkǝ kǝltürdi, Ularning sǝwǝbidin Musaƣimu zǝrǝr yǝtti;
33 Чүнки улар униң роһини териктүрди, Униң ләвлири бехәстиликтә гәп қилип салди.
Qünki ular uning roⱨini teriktürdi, Uning lǝwliri bihǝstiliktǝ gǝp ⱪilip saldi.
34 Улар Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилип, [Шу] йәрдики қовмларни йоқатмиди;
Ular Pǝrwǝrdigarning ǝmrigǝ hilapliⱪ ⱪilip, [Xu] yǝrdiki ⱪowmlarni yoⱪatmidi;
35 Бәлки ят әлләр билән арилишип, Уларниң қилиқлирини үгәнди;
Bǝlki yat ǝllǝr bilǝn arilixip, Ularning ⱪiliⱪlirini ɵgǝndi;
36 Уларниң бутлириға чоқунди, Булар өзлиригә бир қапқан болуп чиқти;
Ularning butliriƣa qoⱪundi, Bular ɵzlirigǝ bir tuzaⱪ bolup qiⱪti;
37 Чүнки улар өз оғул-қизлирини союп, җинларға қурбанлиққа беғишлиди.
Qünki ular ɵz oƣul-ⱪizlirini soyup, jinlarƣa ⱪurbanliⱪⱪa beƣixlidi.
38 Шундақ қилип улар бегуна қанни, Йәни Қанаандики бутларға атап қурбанлиқ қилип, өз оғул-қизлириниң қенини төкти; Зимини қанға булғинип кәтти.
Xundaⱪ ⱪilip ular bigunaⱨ ⱪanni, Yǝni Ⱪanaandiki butlarƣa atap ⱪurbanliⱪ ⱪilip, ɵz oƣul-ⱪizlirining ⱪenini tɵkti; Zemini ⱪanƣa bulƣinip kǝtti.
39 Улар өз қилмишлири билән булғанди; Қилиқлири билән паһишә аялдәк бузулди.
Ular ɵz ⱪilmixliri bilǝn bulƣandi; Ⱪiliⱪliri bilǝn paⱨixǝ ayaldǝk buzuldi.
40 Шуңа Пәрвәрдигар Өз хәлқидин қаттиқ ғәзәпләнди, У Өз мирасидин йиргәнди;
Xunga Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪidin ⱪattiⱪ ƣǝzǝplǝndi, U Ɵz mirasidin yirgǝndi;
41 Уларни ят әлләрниң қолиға бәрди, Уларға өчмәнләр улар үстидин һөкүмранлиқ қилди.
Ularni yat ǝllǝrning ⱪoliƣa bǝrdi, Ularƣa ɵqmǝnlǝr ular üstidin ⱨɵkümranliⱪ ⱪildi.
42 Дүшмәнлири уларни әзди, Улар яв қоли астида егилип пүкүлди.
Düxmǝnliri ularni ǝzdi, Ular yaw ⱪoli astida egilip püküldi.
43 Көп қетим [Пәрвәрдигар] уларни қутқузди; Бирақ улар болса, өз хаһишлири билән Униңға асийлиқ қилди, Улар өз қәбиһлиги билән пәс һалға чүшти.
Kɵp ⱪetim [Pǝrwǝrdigar] ularni ⱪutⱪuzdi; Biraⱪ ular bolsa, ɵz haⱨixliri bilǝn Uningƣa asiyliⱪ ⱪildi, Ular ɵz ⱪǝbiⱨliki bilǝn pǝs ⱨalƣa qüxti.
44 Шундақтиму У уларниң налә-пәрядини аңлиғанда, Уларниң җәбир-җапалириға етивар бәрди;
Xundaⱪtimu U ularning nalǝ-pǝryadini angliƣanda, Ularning jǝbir-japaliriƣa etibar bǝrdi;
45 Һәм улар билән түзгән әһдисини әслиди, Зор меһри-шәпқити билән, ғәзивидин янди,
Ⱨǝm ular bilǝn tüzgǝn ǝⱨdisini ǝslidi, Zor meⱨir-xǝpⱪiti bilǝn, ƣǝzipidin yandi,
46 У уларни сүргүн қилғанларниң қәлбидә рәһим ойғатти.
U ularni sürgün ⱪilƣanlarning ⱪǝlbidǝ rǝⱨim oyƣatti.
47 Бизни қутқузғайсән, и Пәрвәрдигар Худайимиз! Муқәддәс намиңға тәшәккүр ейтишқа, Тәнтәнә қилип Сени мәдһийиләшкә, Бизни әлләр арисидин йениңға жиғивалғайсән!
Bizni ⱪutⱪuzƣaysǝn, i Pǝrwǝrdigar Hudayimiz! Muⱪǝddǝs namingƣa tǝxǝkkür eytixⱪa, Tǝntǝnǝ ⱪilip Seni mǝdⱨiyilǝxkǝ, Bizni ǝllǝr arisidin yeningƣa yiƣiwalƣaysǝn!
48 Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға, Әзәлдин та әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! Пүткүл хәлиқ «Амин» десун! Һәмдусана!
Israilning Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa, Əzǝldin ta ǝbǝdgiqǝ tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturulsun! Pütkül hǝlⱪ «Amin» desun! Ⱨǝmdusana!