< Зәбур 105 >
1 Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, Униң намини чақирип илтиҗа қилиңлар, Униң қилғанлирини хәлиқләр арисида аян қилиңлар!
2 Униңға нахшилар ейтип, Уни күйләңлар; Униң пүткүл карамәт мөҗизилири үстидә сеғинип ойлиниңлар.
3 Муқәддәс намидин пәхирлинип даңлаңлар, Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң көңли шатлансун!
4 Пәрвәрдигарни һәмдә Униң күчини издәңлар, Дидар-һозурини тохтимай издәңлар.
5 Униң яратқан мөҗизилирини, Карамәт-аламәтлирини һәм ағзидин чиққан һөкүмлирини әстә тутуңлар,
6 И Униң қули Ибраһим нәсли, Өзи таллиғанлири, Яқупниң оғуллири!
7 У, Пәрвәрдигар — Худайимиз, Униң һөкүмлири пүткүл йәр йүзидидур.
8 Өзи түзгән әһдисини әбәдий ядида тутиду — — Бу Униң миң әвлатқичә вәдишләшкән сөзидур, —
9 Йәни Ибраһим билән түзгән әһдиси, Исһаққа ичкән қәсимидур.
10 У буни Яқупқиму низам дәп җәзмләштүрди, Исраилға әбәдий әһдә қилип берип: —
11 «Саңа Қанаан зиминини беримән, Уни мирасиң болған несивәң қилимән», — деди,
12 — Гәрчә шу чағда уларниң сани аз, Етиварға елинмиған, шу йәрдики мусапирлар болсиму.
13 Улар у жуттин бу жутқа, Бу әлдин у қәбилигә кезип жүрди;
14 У һеч кимниң уларни езишигә йол қоймиди, Уларни дәп падишаларғиму тәнбиһ берип: —
15 Мән мәсиһ қилғанлиримға тәгмә, Пәйғәмбәрлиримгә яман иш қилма! — деди.
16 У әшу жутқа ачарчилиқни буйруди, Тирәк болған аш-нанни қурутувәтти.
17 У улардин бурун бир адәмни әвәткән еди, Йүсүп қул қилип сетилған еди.
18 Униң путлири зәнҗирдә ағриди, Униң җени төмүргә кирип қисилди;
19 Шундақла та өзигә ейтилған вәһий әмәлгә ашурулғичә, Пәрвәрдигарниң сөз-калами уни синап тавлиди;
20 Пирәвн адәмлирини әвәтип уни бошатқузди, Қовмларниң һөкүмдари уни һөрлүккә чиқарди.
21 Уни өз ордисиға ғоҗидар қилип қойди, Пүтүн мал-мүлкигә башлиқ қилип тайинлап,
22 Өз вәзирлирини униң ихтиярида болуп тәрбийилинишкә, Ақсақаллириға даналиқ үгитишкә тапшурди.
23 Шуниң билән Исраил Мисирға кәлди, Яқуплар Һамниң зиминида мусапир болуп яшиди.
24 [Пәрвәрдигар] Өз хәлқини көп нәсиллик қилип, Әзгүчилиридин күчлүк қилди.
25 У [Мисирлиқларниң] қәлбидә Өз хәлқигә нәпрәт һасил қилди, Уларни Өз қуллириға һейлә-микирлик болушқа майил қилди.
26 У Өз қули болған Мусани, Өзиниң таллиғини Һарунни йоллиди.
27 Улар [Мисирда] илаһий аламәтләрни аян қилип, Һам зиминида униң мөҗизилирини орнатти.
28 Пәрвәрдигар қараңғулуқни әвәтип, [Зиминни] зулмәткә қаплитивәтти; [Мисирлиқлар] Униң әмригә қарши турған әмәсму?
29 У уларниң сулирини қанға айландурди, Белиқлирини қурутивәтти.
30 Уларниң йәрлирини миж-миж пақилар басти, Шаһ-әмирлириниң һуҗрилириғиму улар толуп кәтти.
31 У бир сөз биләнла, ғуж-ғуж чивинлар бесип кәлди; Һәммә булуң-пучқақларда ғиң-ғиң учар чүмүлиләр.
32 У ямғурниң орниға мөлдүр яғдуруп, Бу зиминға ялқунлуқ от чүшүрди.
33 У үзүм таллирини, әнҗур дәрәқлирини урди, Зиминдики дәрәқләрни сундурувәтти.
34 У бир сөз қилиши биләнла, чекәткиләр кәлди, Сансиз жутқур һашарәтләр мижилдап,
35 Зиминида бар болған гияларни жутувәтти, Етизларниң барлиқ һосуллирини йәп түгәтти.
36 [Ахирда] зиминидики барлиқ тунҗа туғулғанларни, Уларниң ғурури болған биринчи оғул балилирини қиривәтти.
37 Өз хәлқини болса, алтун-күмүчләрни көтәргүзүп чиқарди, Қәбилилиридә бирисиму жиқилип чүшүп қалғини йоқ.
38 Уларниң чиққиниға Мисир хошал болди, Чүнки уларниң вәһимиси [Мисирлиқларға] чүшти.
39 У уларға булутни сайивән болушқа, Отни түндә нур болушқа бәрди.
40 Улар сориди, У бөдиниләрни чиқарди, Уларни самавий нан билән қандурди.
41 У ташни ярди, сулар булдуқлап чиқти; Қақаслиқта дәриядәк ақти.
42 Чүнки У бәргән муқәддәс сөзини, Өз қули Ибраһимни әстә тутти.
43 У хәлқини шат-хурамлиқ билән, Өз таллиғинини шатиянә тәнтәниләр билән [азадлиққа] чиқарди.
44 У уларға әлләрниң зиминлирини берип, Уларни хәлиқләрниң әҗир-меһнәтлиригә муйәссәр қилди,
45 Бу, уларниң Униң бәлгүлимилирини тутуп, Қанунлириға итаәт қилиши үчүн еди! Һәмдусана!